түркмәнистан пирезидентлиқ сайлими вә түркийә

түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санини ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «түркмәнистан пирезидентлиқ сайлими вә түркийә» мавзулуқ анализиға аҗраттуқ.

679531
түркмәнистан пирезидентлиқ сайлими вә түркийә

түркийә авази радийоси: 2017 – йили  12 – февралда түркмәнистан хәлқи пирезидентини сайлаш үчүн беләт ташлиди. түркмәнистандики пирезидентлиқ сайлими вә униң тәсири тоғрисида техиму ичкириләп мәлуматқа игә болуш үчүн, «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санини ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «түркмәнистан пирезидентлиқ сайлими вә түркийә» мавзулуқ анализиға аҗраттуқ. қени ундақта диққитиңлар бу һәқтики учурлиримизда болсун!

* * * * *

түркмәнистан хәлқи 12 – февралда йеңи пирезидентини сайлап чиқиш үчүн беләт ташлиди. сайламда нөвәттики пирезидент гурбангули бәрдимуһәммәдвони өз ичигә алған 9 намзат өзара риқабәткә чүшти. пирезидентлиқ сайлимида түркмәнистан демократийә партийәсидин намзат қилип көрситилгән һазирқи пирезидент гурбангули бәрдимуһәммәдовдин сирт түркмәнистан сода – санаәтчиләр партийәси парламент әзаси, райсгал банкиси мудири аталйев бәкмират билән аграр партийәси рәһбири оразов дурдигилич риқабәтләшти. йәнә түркмәнистан дөләтлик ашлиқ санаити бирлики муавин мудири аннанәпәсов мақсат, аһал или иқтисад вә тәрәққийат оргини мудири зәлилов сәрдар, түркмәнистан дөләт химийә оргини гарабогазсулфат ишләпчиқириш бирлики башлиқи нурнәпәсов суләйманнәпәс, дашоғуз или шәһәрлик һөкүмитиниң муавин башлиқи гурбанов мәрәтдурди, сәиди наһийәси нефит чәккиләш орниниң мудири, парламент әзаси дурдийев рамазан билән мару или шәһәрлик һөкүмитиниң муавин башлиқи аннайев җуманазарму пирезидентлиққа намзат болди.

15 – феврал чаршәнбә күни ички кабент йиғинида, түркмәнистан мәркизий сайлам комитети башлиқи гулмурад мурадов пирезидентлиқ сайлими нәтиҗисини җамаәтчилик билән ортақлашти. мурадов؛ түркмәнистан демократийә партийәсиниң намзати нөвәттики пирезидент гурбангули бәрдимуһәммәдовниң омумий авазниң %97.69 иға еришип, қайтидин пирезидентлиққа сайланғанлиқини уқтурди. сайламда намзатлар еришкән аваз нисбити вә сани мундақ болди: аннанәпәсов мақсат %1.02 (32269 беләт)؛ аннайев җумазаназар %0.21 (6643 беләт)؛ аталйев бәкмират %0.36 (11389 беләт)؛ гурбангули бәрдимуһәммәдов %97.69 (3.090.610 беләт)؛ гурбанов мәрәтдурди %0.17 (5378 беләт)؛ зәлилов сәрдар %0.25 (7909 беләт)؛ дурдийев рамазан %0.15 (4745 беләт)؛ нурнәпәсов суләйманнәпәс %0.09 (2847 беләт) вә оразов дурдигилич %0.06 (1898 беләт) авазға еришти.

түркмәнистан асасий қануниға өзгәртиш киргүзүлүп, пирезидентниң вәзипә өтәш муддити бәш йилдин йәттә йилға чиқирилди, 70 болған йуқири йаш чәклимиси әмәлдин қалдурулди. шуниң билән, дөләтни алдимиздики йәттә йил бойичә гурбангули бәрдимуһәммәдов башқурулидиған болди. сайлам тоғрисида хусусән ғәрб медийаси тәнқидий хәвәр анализларни елан қилди. дөләт телевизийәсиниң бәрдимуһәммәдовдин башқа намзатларниң хизмәт вә байанатлириға наһайити аз орун аҗратқанлиқи илгири сүрүлди.

билгинимиздәк сәпәрмурат түркмәнбашиниң вапатидин кейин, 2007 – йили 11 – февралда өткүзүлгән сайлам нәтиҗисидә омумий аваз белитиниң %89.23 ға еришкән гурбангули бәрдимуһәммәдов түркмәнистанниң иккинчи пирезидентлиқиға сайланди. 1957 – йили дунйаға кәлгән бәрдимуһәммәдов, 1979 – йили түркмәнистан чиш дохтурлуқи факултетини пүттүрди, 1987 – йили докторлуқ оқуш үчүн москваға барди вә 1990 – йили докторлуқ оқушини пүттүрди. 1990 – йилидин 1995 – йилиғичә чиш дохтурлуқ факултетида дәсләптә йардәмчи оқутқучи, кейинчә факултет мудирлиқи вәзиписини өтиди. түркмәнбашиниң йардими арқисида сийасәт сәһнисигә киргән бәрдимуһәммәдов, түркмәнистан һөкүмитидә мәнсипини әң муқим вә узун муддәт давамлаштурған министир болди. һәммәйләнгә мәлум болғинидәк, түркмәнбашиниң ахирқи мәзгиллиридә бәрдимуһәммәдов хәлқара сәһнидә түркмәнистанға вәкиллик қилди.

түркмәнистан тәбиий газ записи җәһәттә дунйаниң алдинқи қатардики төтинчи дөлити. нуқтилиқ кирим мәнбәси болған тәбиий газ баһасиниң буниңдин үч йил илгирикигә қариғанда асасән тәңмутәң дегүдәк төвәнләп кетиши, 2016 – йили иқтисадий җәһәттә түркмәнистанни қийнап қойди. бәрдимуһәммәдов бу мәсилини һәл қилиш үчүн, хитайниң йардими арқисида түркмәнистан газини хитайға йөткәйдиған бир туруба линийәси лайиһәсини оттуриға қойди, нөвәттә бу қурулуш давам қилмақта. бу қурулуш пүткәндә түркмәнистанниң хитайға 30 милйон куб метир тәбиий газ експорт қилиши мөлчәрләнмәктә.

тәбиий газ саһәсидики турғунлуқ йүзисидин бу саһәдә ишләватқан түркмәнләр (мөлчәрләргә асасән) ниң %50 и вақитлиқ ишсиз қалди. тәбиий газ саһәсидики турғунлуқ дөләт иқтисадиға мәнпий тәсир көрсәтти вә ун, шекәр, йағ дегәндәк асасий ашлиқ маддилири билән тәминләштә мәсилә пәйда қилди.

түркмәнистан «даимий битәрәп дөләт» салаһийити йүзисидин хәлқара тәшкилатлар вә башқа дөләтләрдин сақлиниватқан мәсилилирини һәл қилиш үчүн йардәм тәләп қилиштин өзини қачуриду. лекин, бу мусапидә түрк тилида сөзлишидиған дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши (түрк кеңиши) әзалиридин (түркийә қатарлиқ) йардәм елиши, мәсилилириниң һәл қилинишиға йардәмчи болуши мумкин. түркмәнистанниң түрк кеңиши билән болған мунасивәтлирини гүлләндүрүши һәр җәһәттин (иқтисадий, сийасий, мәдәний вә башқилар) өзигә пайдилиқ болиду.

түркийә билән түркмәнистан түрк дунйасидики оғуз қәбилисигә мәнсуп дөләтләрдиндур. алдимиздики мәзгилләрдә бу икки дөләт, арисида сийасий, иқтисадий вә мәдәний мунасивәтләрниң күчлүк һәмкарлиқни нишан қилидиған кәң даирилик истратегийә бәлгиләп чиқиши вә бу истратегийәләр оттура вә узун мәзгиллик дөләт сийасити сүпитидә иҗра қилиниши керәк. район характерлик иқтисадий сийасәтләрни раваҗландурушта иҗтимаий күчләр башқурушидики органлар, дөләт органлири, университетлар вә истратегийәлик тәтқиқат мәркәзлири арисида паал һәмкарлиқ вә кординатсийә капаләткә игә қилиниши лазим.

түркийә җумһурийити, түркмәнистанда муһим қурулушларни үстигә алған түркийә хусусий ширкәтлирини қоллап – қуввәтлиши вә контрол қилип туруши؛ утуқ қазанғанлирини риғбәтләндүрүп, начар үлгә болуп қалғанлирини шаллиши вә уларға тосалғу болуши керәк. түркийә мәзкур ширкәтләрниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири вә техник хадимлиридин җамаәт дипломатийәси, лобичилиқ паалийәтлири саһәсидә пайдилиниши лазим.

гурбангули бәрдимуһәммәдовни тунҗи болуп тәбриклигән дөләтләр вә дөләт әрбаблиридин бири түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған болди. хуласилигәндә, түркмәнистанниму өз ичигә алған түрк җумһурийәтлири шүбһисизки түркийә ташқи сийаситиниң мувазинәт издинишлиридә муһим орунда туриду. бу мәнидә, тарихий риштидин сирт, түркийәниң ратсийонал ташқи сийасәт таллишида түркийә өзигә хас әһмийәткә игидур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر