йилдирим: түрк тәрәп һәр даим бир қәдәм алдида маңди

баш министир бинали йилдирим, қибрис музакирилиридә түрк тәрипиниң бир қәдәм алдида меңиватқанлиқини ейтти.

674743
йилдирим: түрк тәрәп һәр даим бир қәдәм алдида маңди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир йилдирим малтадики дөләт ишлири зийарити җәрйанида малта баш министири җосеф мускат билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди. йилдирим йиғинда сөз қилип, «һәр даим шималий қибрис түрк тәрипи мәсилини һәл қилишта бир қәдәм алдида маңмақта. у, һәргизму чаригә тосқунлуқ қилидиған ишларни қилмайду» деди вә сөзини давамлаштуруп, «ишинимәнки, бу йәрдә оттуриға чиқидиған чарә, аралда хәвпсизликни, түркийәниң паал капалитини изчил һалда капаләткә игә қилиду вә һәр икки тәрәпниң адил, баравәр башқуруш һоқуқиниму бирликтә елип келиду» дегәнләрни қәйт қилди.

йилдирим йәнә, «малтаниң нөвәтчи рәислики мәзгилидә йавропа иттипақи – түркийә мунасивәтлириниң техиму раваҗландурулуши, йеңи сөһбәт саһәлириниң ечилиши вә йеңилиниши қарар қилинған йавропа иттипақи билән түркийә арисидики таможна бирлики келишими хизмәтлириниң башлинишини үмид қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر