әрдоған түркмәнистанға тәбрик телеграммиси йоллиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркмәнистан пирезидентлиқиға қайтидин сайланған гурбангули бәрдимуһәммәдовни тәбриклиди.

672920
әрдоған түркмәнистанға тәбрик телеграммиси йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи мәнбәлириниң билдүрүшичә, әрдоған түркмәнистанда 2017 – йили 12 – февралда өткүзүлгән сайламларда көп санлиқниң қоллишиға еришип, қайтидин пирезидентлиққа сайланған гурбангули бәрдимуһәммәдовға тәбрик телеграммиси йоллиди.

сайлам нәтиҗисиниң түркмәнистанға хәйрлик болушини тилигән җумһур рәис әрдоған, бәрдимуһәммәдовға йоллиған тәбрик телеграммисида, «алдимиздики мәзгилләрдиму икки қериндаш дөләт - түркийә вә түркмәнистан арисидики мунасивәтләрниң күчийишиниң давамлишидиғанлиқиға ишинимән. түркмәнистанниң қәтий вә йирақни көрәр рәһбәрликиңиз сайисида тәрәққийат вә байашатлиқ йолида тәврәнмәс қәдәмләр билән илгириләйдиғанлиқидин шүбһиләнмәймән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر