13 даешчи уҗуқтурулди

түркийә армийәсиниң башчилиқида башланған фират қалқини һәрбий һәрикитиниң 167-күнидә, 13 даешчиниң уҗуқтурулғанлиқи билдүрүлди.

666405
13 даешчи уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң шимали сүрийәни террорлуқ тәшкилатлиридин тазилаш үчүн башлиған фират қалқини һәрбий һәрикитиниң 167-күнидә, 13 даешчи уҗуқтурулди, 256 даеш нуқтиси қуруқлуқтин бомбардиман қилинди. бу арқилиқ террористларниң панаһлиниш вә мудапиә җайлири, қоманданлиқ мәркәзлири, қорал-йарағ искилатлириға бесим һасил қилинди.

түркийә һава армийәсиниң айропиланлири әлбаб билән бзагаһ районлиридики 65 даеш нуқтисини бомбардиман қилип, 59 бина, төт панаһлиниш бинаси вә икки тәкшүрүш понкитини пачақлап ташлиди.

мәлуматларға асасланғанда, бомбардиман вә тоқунушларда 13 даешчи өлгән, сәккиз даешчи йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر