җумһур рәис әрдоғанниң мозамбик зийарити башланди

танзанийәдики учришишлирини тамамлиған җумһур рәис әрдоғанниң шәрқий африқидики иккинчи бекити болған мозамбик зйарити башланди.

658206
җумһур рәис әрдоғанниң мозамбик зийарити башланди
erdoğan, mozambik2.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт мапутадики қәһриманлар мәйданидики матола абидәсигә гүлчәмбирәк қойған әрдоған, кейинчә пирезидент нйуси тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди.

җумһур рәис әрдоған билән пирезидент нйуси мурасим саһәсидики орниға турғандин кейин топ оқлириға тәңкәш қилип , икки дөләтниң миллий маршлири йаңдири. әрдоған һөрмәт қаравулиға салам бәрди.

түркийә билән мозамбик һәйәтлириниң тонуштурулушидин кейин  икки рәһбәр пирезидент сарийиға өтти.

қарши елиш мурасимидин кейин айрим вә һәйәтләр ара учришишлар елип берилди.

әрдоған мозакбик пирезиденти филипе җакинто нйуси билән айрим көрүшкәндин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.

учришишта, икки дөләт мунасивәтлири вә сода алақисини күчәйтиш, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәш қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилиниду.

мозаимбктин дөләттики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириға қарши күрәштә һушйарлиқни өстүрүш тәләп қилиниду.

кейинчә әрдоған түркийә – мозамбик сода – иқтисад мунбири йиғиниға иштирак қилиду.

җумһур рәис әрдоғанниң мозамбиккә қилған зийарити дөләттә йашаватқан мусулманларни чәксиз шад – хурамлиққа чдүрди.

игилинишичә, әрдоғанниң дөләт ишлири зийаритигә интайин көңүл бөлгән мозамбикилиқлар бу зийарәтниң икки дөләт мунасивәтлирини йәниму тәрәққий қилдуруш вә хәлқләр ара һәмкарлиқни техиму күчәйтиштә түртклик рол ойнайдиғанлиқиға чин ишинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر