рейна қатилиниң тутулушиға айалиниң күнлиши сәвәб болған

йеңи йил кечиси ортакөйдики кечилик кулубқа қораллиқ һуҗум қилип, 39 кишини өлтүргән даешчи террорист машариповниң әсәнйуртта тутулушиға айали ф.а ниң күнлиши муһим рол ойниған.

656113
рейна қатилиниң тутулушиға айалиниң күнлиши сәвәб болған

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә чиқиватқан гезитләрдики хәвәрләрдә көрситилишичә, абдулқадир машарипов ортакөйдики һуҗумидин кейин дәрһал зәйтибурнуға, андин башакшәһирдики айали вә икки балиси туруватқан өйгә барған. даеш террорлуқ тәшкилати машариповни вә айал-балилирини охшимиған адрестики өйләргә орунлаштурушни қарар қилған. машарипов төт йашлиқ оғлини еливалған.  айали болса, икки йашлиқ қизи билән пәндиктики бир өйгә орунлаштурулған вә у йәрдә машариповниң сенегаллиқ даешчи айал террорист дина билән имам никаһи қилип, әсәнйуртта йашаватқанлиқини аңлиған. машариповниң айали бу хәвәрни аңлап қаттиқ ғәзәпләнгән.

сақчилар 11-йанвар пәндиктики өйгә бесип кирип, машариповниң айалини тутқандин кейинки сорақларда, ф. а ериниң әсәнйурттики бир өйдә мөкүнүп туруватқанлиқини ашкарилиған.

истанбул валийси васип шаһинму: «айалидин елинған вә айалиға йардәм қилғанлардин елинған учурлар, террористниң тутулушида муһим рол ойниди» дегән иди.

бүгүн (20-йанвар) һәр қайси таратқу вә гезитләрдә, даешчи террорист машариповни йошурған, такси пулини төләп бәргән вә уни башқа йәргә йөткигән кишиләрниң рәсимлири һәмдә исимлири елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر