чақмақ хәвәр: һуҗумчиниң кимлики ениқланди

истанбул ортакөй һуҗумчисиниң кимликиниң ениқланғанлиқи, дағистан, шәрқий түркистан вә сүрийәлик бир түркүм кишиләрниң назарәткә елинғанлиқи уқтурулди.

643761
чақмақ хәвәр: һуҗумчиниң кимлики ениқланди

түркийә авази радийоси хәвири: йеңи йил кечиси истанбул ортакөйдики бир кечилик кулубта 39 адәм һайатидин айрилғанһуҗумни садир қилған террорчиниң кимлики ениқланди.

анадолу агентлиқи мухбирлар мунбириниң соаллириға җаваб бәргән ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, һуҗумни садир қилған кишиниң кимликиниң ениқлап чиқилғанлиқини, четишлиқ тәрәпләрни оттуриға чиқириш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

бу җәрйанда, һуҗум билән четишлиқи бар, дәп қариливатқан гумандарларни қолға чүшүрүш бойичә измирда елип берилған зәрбә бериш һәрикитидә даеш әзаси икәнлики илгири сүрүлгән 20 киши назарәт астиға елинди؛ алаһидә һәрикәт сақчилириниң йардими билән борнова вә буҗа наһийәлиридә йерим кечидә 4 җайда елип берилған һәрикәттә дағистан, шәрқий түркистан вә сүрийәлик болуп 11 нәпири айал җәмий 20 гумандар назарәткә елинди.

гумандарлар туруватқан өйләрдики тәкшүрүштә мәргән вә кечидә көрүш дурбуни, оқданлиқ кәмәр, өшнә сомкиси, орун бәлгиләш әсваби вә бир қисим һәрбий лазимәтликләр қолға чүшүрүлди.

гумандарларниң ортакөйдики террорлуқ һуҗумини садир қилған гумандар билән конйадики тәшкилат өйидә бирликтә турғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

гумандарларниң сорақ хатирилиригә асасән, йеңи четишлиқ кишиләрниң назарәт астиға елиниш еһтималиниң барлиқи әскәртилмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر