әрдоған: бирләшмә күчләр түркийәниң даешқа қарши күришигә йардәм бәрмиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши күришигә бирләшмә күчләрниң йардәм бәрмигәнликини билдүрди.

639255
әрдоған: бирләшмә күчләр түркийәниң даешқа қарши күришигә йардәм бәрмиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән гинә пирезиденти алфа конде пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик сарийида айрим вә һәйәтләр ара учришишларни өткүзгәндин кейин, қошма мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзди.

сүрийәниң шималини террорчилардин халийлаштуруш мәқситидә 24 – авғустта түркийәниң йетәкчиликидә башлиған фират қалқини һәрикити һәққидә тохталған әрдоған, әлбабта даеш террорлуқ тәшкилатиниң төт тәрәптин муһасиригә елинғанлиқини, һәрикәттин қайтишқа болмайдиғанлиқини вә түркийәниң террордин халийлаштурулған район пиринсипиниң ишқа ашурулидиғанлиқини әскәртти.

фират қалқини һәрикитигә йардәм қилмиған иттипақдаш дөләтләрни қаттиқ ибариләрни ишлитип әйиблигән әрдоған, «бирләшмә күчлири нөвәттә әпсуски бәргән вәдисидә турмайватиду. берилгән вәдә пәрқлиқ иди, әмма һазир пәрқлиқ орунда турушмақта. ундақ болсун йаки болмисун, биз һазир йолимизни қәтий ирадә билән давамлаштуриватимиз вә давамлаштуримиз» деди.

сүрийәгә мәсилисигә чарә тепиш мәқситидә алдимиздики айда қазақистанни пайтәхти астанәдә чақирилиши пиланлиниватқан йиғин тоғрисидиму тохталған җумһур рәис әрдоған, «әпсуски, җәнвә бош чиқти. қанчә қетим йиғин ечилған болсиму, пәқәтла үнүми болмиди. ахирида русийә пирезиденти виладимир путин билән өткүзгән учришишимда, бизгә астанәдә йиғин ечишни тәклип қилди. бу районға қошна дөләтләрниң иштирак қилиши билән ечилидиған астанә йиғини, лекин, әгәр буниңға террорлуқ тәшкилатлири тәклип қилинидиған болса, биз буниңға қизғин қаримаймиз. бу ишлар һазирчә ташқи ишлар министирлири дәриҗисидә елип берилмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә – гинә мунасивәтлири тоғрисидиму муһим сөзләрни қилғандин кейин бир хушхәвәр бәргән әрдоған, «әслидә имканийәтлиримиз наһайити йуқири. биз мәбләғ салғучилиримизни бу имканийәтләрдин пайдилинишқа чақиримиз. бу мунасивәт билән түркийә һава йоллири ширкитиниң конакриға 2017 – йили 30 – йанвардин башлап қатнаш башлайдиғанлиқи тоғрисида бу ахшам силәргә хушхәвәр бәргән болай» деди.

африқини мустәмликә қилған ғәрб дунйасини йәнә бир қетим әйиблигән әрдоған, «буниңдин 50, 60 йиллар илгирики чағларғичә алмас, алтун, нефит үчүн африқа хәлқиниң қенини төкүштин йалтаймиғанлар, бүгүн бизгә инсанлиқ дәрси өтүшкә җүрәт қиливатиду. өзлириниң қанлиқ тарихлириға қаримай туруп, дөлитимизни кишилик һоқуқ вә демократийә арқилиқ тәнқид қилишмақта. буниңдин илгириму тилға елип өттүм, бүгүн йәнә бир қетим әскәртимән. ғәрб пайтәхтлириниң гүзәл пийадиләр йоллириниң астида африқилиқ қериндашлиримизниң қени вә көз йеши бар» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

африқа әллири иттипақиниң нөвәтчи рәислик вәзиписиниму өтәватқан гинә пирезиденти конди болса, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң дөлитидики вә африқа әллиридики тәсирини азайтиш үчүн қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر