мәвлүт чавушоғлу әл бабқа һуҗум қилиш һәққидә тохталди

мәвлүт чавушоғлу түркийә армийәси қоллап – қуввәтләватқан әркин сүрийә армийәсиниң әлбабниң дәрвазисиға келип болғанлиқини тилға алди.

627497
мәвлүт чавушоғлу әл бабқа һуҗум қилиш һәққидә тохталди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу әркин сүрийә армйиәсиниң түркийәниң йаридими билән әл бабқа кириш алдида турғанлиқини ейтти.

мәвлүт чавушоғлу 24 – авғусттин буйан давамлишип келиватқан фират қалқини һәрикити даерисидә әл бабқа кирип болғанлиқи һәққидики хәвәләргә даир байанат елан қилди.

мәвлүт чавушоғлу түркийә армийәси қоллап – қуввәтләватқан әркин сүрийә армийәсиниң әлбабниң дәрвазисиға келип болғанлиқини тилға елип, «қисқиғинә вақит ичидә бу йәрдики һәрбий һәрикәтни тамамлап болуши мөлчәрләнмәктә. мунбичқа америка әскәрлири билән бизниң мутәхәссислиримиздин тәркип тапқан әтрәт йоллидуқ. улар мунбичта тәкшүрүшләрдә болиду. террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики қуйруқчиси болған й п г ниң фират дәрйасиниң шәрқий қисмиға өтүп кәткәнликидин толуқ хатирҗәм болғанға қәдәр бу һәрикәтлиримиз давамлишиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر