уйғур тәтқатчиси қилич буғра қанат америка-түркийә мунасивәтлири тоғрисида тәпсилий тохталди

сийасәт иқтисадий вә җәмийәт тәтқиқатлири вәхписи сәта мудири қилич буғра қанат тирампниң пирезидентлиқи вә америка-түркийә мунасивәтлири тоғрисида тәпсилий тохталди.

615171
уйғур тәтқатчиси қилич буғра қанат америка-түркийә мунасивәтлири тоғрисида тәпсилий тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: сийасәт иқтисадий вә җәмийәт тәтқиқатлири вәхписи сәта тәрипидин америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингитонда «тирампниң пирезидентлиқи вә америка-түркийә мунасивәтлири»темисида илмий лексийә уйуштурулди.

америкиниң сабиқ әнқәрә әлчиси җеймис җефрев, вашингитон почта гезити дөләт хәвпсизлик мухбири адам ентос вә сәта мудири қилич буғра қанат қатарлиқ шәхсләр илмий лексийәгә байанчи салаһийитидә қатнашти.

байанчилар йеңи дәвирниң асаслиқ  икки темисиниң «америкиниң террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийә гумаштиси п й д ни қоллиши» вә «фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң каттивешиниң түркийәгә қайтуруп берилиши»болидиғанлиқи тоғрисида бирәклик һасил қилишти.

сабиқ әлчи җефрев йеңидин сайланған тирамп һакимийитиниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән каттиевешиға йумшақ қоллуқ қилмайдиғанлиқлирини тәкитләп өтти.

фәтһуллаһ гүләнниң түркийәгә қайтурулушиниң қануний җәрйанни тәқәзза қилидиғанлиқини, шуңа бу ишниң бир кечидила түгимәйдиғанлиқини алаһидә әскәртип өткән җефрев, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати каттевишиниң түркийәгә қайтурулуши тоғрулуқ йетәрлик дәллил-испатларниң барлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрүп мунуларни деди: «тирамп  һакимийити мәмурий җәһәттин әдлийә министирлиқиниң тезрақ хизмәт қилишини капаләткә игә қилалиши мумкин.»

түркийәниң п й д –п к к мәсилисигә толиму сәзгүр қарайдиғанлиқини ейтқан җефрев сөзини давмлаштуруп мундақ деди: «йеңи һакимийәтниң түркийәниң п й д мәсилисигә болған сәзгүрлүкини техиму йахши чүшинидиғанлиқини үмид қилимән.»

сәта мудири қилич буғра қанатму мундақ деди: «әнқәрә доналд тирампниң пирезидентлиққа сайлинишиға мәлум дәриҗидә иҗабий позитсийә билдүрди.»

пирезидент барак обама дәвирдики әң муһим икки мәсилиниң америкиниң п й д ни қоллиши билән фәтһуллаһчиларниң каттивешиниң түркийәгә қайтуруп берилиши икәнликини алаһидә әскәрткән қанат мундақ деди: «түркийә п й д ниң нөвәттики паалийәтлиригә күчлүк тәһдит сүпитидә муамилә қиливатиду. әгәр тирамп һакимийити түркийәгә п й д ға әмәс, даеш билән иранға мәркәзләшкин, дегән тәқдирдә икки дөләт мунасивәтлири бурунқидин қилчә пәрқсиз болмайду.»

түркийә бир терролуқ тәшкилатиниң икки қанити сүпитидә көрүп қеливатқан п к к  билән п й д ға вашингитонниң  башқичә муамилә қилип келиватқанлиқини әскәрткән қанат, чегриниң бир тәрипидикисигә террорлуқ тәшкилати дәп, чегриниң йәнә бир тәрипидикисигә террорлуқ тәшкилати әмәс дейишниң тоғра нуқтийнәзәр әмәсликини алаһидә тәкитләп өтти.

түркийә җәмийитидә «обама һакимийити фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати каттвешини түркийәгә қайтуруп бериш мәсилисидә толиму аста һәрикәт қиливатиду»дегән қарашниң кәң омумлашқанлиқини ейтқан қилич буғра қанат, йеңи һакимийәтниң бу мәсилигә әстайидил муамилә қилип мәмурий җәһәттин тезрақ һәрикәт қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

тирамп һакимийитиниң икки дөләт мунасивәтлириниң иҗабий җәһәттин тәрәққий қилиши үчүн хәлқ дипломатийәси амиллиридин үнүмлүк пайдилиниши керәкликини тәкитлигән қанат, тирампниң тунҗи чәт әл зийарәтлиридин бириниң түркийә болуши керәкликини ейтип мунуларни деди: «әнқәрә йеңи һакимийәттин оттура шәрқ сийасәтлириниң ениқ болушини күтмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر