пакистанға тәвә PNS Alamgir намлиқ уруш парахоти түркийәгә кәлди

пакистан деңиз армийәсигә тәвә PNS Alamgir намлиқ уруш парахоти муғла вилайитиниң мармарис наһийәсигә йетип кәлди.

615466
пакистанға тәвә PNS Alamgir намлиқ уруш парахоти түркийәгә кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң саһибханлиқида ақдеңиз өткүзүлгән мави балина-2016 дәвәт намлиқ һәрбий маневирға қатнашқан пакистанниң « PNS Alamgir »намлиқ уруш парахотидики һәрбий әмәлдарлар анадолу агентлиқи мухбириниң зийаритини қобул қилди.

пакистан деңиз армийәсигә тәвә « PNS Alamgir » намлиқ уруш парахоти муғланиң мармарис наһийәсидики ақсаз деңиз базисиға төмүр қозуқ ташлиди.

пакистан саһил бихәтәрлик қомандани адмерал васәм әкрәм, мави балина-2016 дәвәт намлиқ һәрбий маневирға қатнишишидин иптихарлиқ һес қилғанлиқлирини билдүрүп мундақ деди: «биз түркийәни иккинчи вәтинимиз сүпитидә көрүп кәлдуқ, түркийә пакистанлиқларға нисбәтән толиму муһим дөләт һесаблиниду. мән түрк һәрбий академийәсидин оқуш пүттүрдүм. бу сәвәбтин түркийәни толиму йахши көримән.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң пакистан зийаритиниң толиму әһмийәтлик болғанлиқини алаһидә әскәртип өткән әкрәм, зийарәттин кейин икки дөләт мунасивәтлириниң техиму күчийидиғанлиқини ейтти.

пакистан деңиз армийәсигә қарашлиқ 25-деңиз әтритигә тәвә PNS Alamgir намлиқ уруш кемиси, түркийәгә 3-қетим кәлди, 1398 метирлиқ узунлуқта, 14 метир кәңликтә болған вә Z9EC типлиқ тикучарларни елип маңалайдиған уруш парахотида 200дин артуқ һәрбий хадим вәзипә өтәйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر