алтә өктичи шеһит болди, он сәккизи йариланди

сурийәниң шималини террорчилардин халийлаштуруш мәқситидә 24 – авғустта түркийәниң башламчилиқида башлиған фират қалқини һәрикити 69 – күнигә қәдәм қойди.

600469
алтә өктичи шеһит болди, он сәккизи йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: сурийәниң шималини террорчилардин халийлаштуруш мәқситидә 24 – авғустта түркийәниң башламчилиқида башлиған фират қалқини һәрикитиниң 69 – күнидики тоқунушларда 6 өктичи шеһит болди, 18 өктичи йариланди.

һәрикәт даирисидә даеш террорлуқ тәшкилатиниң 99؛ PKK террорлуқ тәшкилатиниң гумаштиси PYD ниң 4 нуқтиси оққа тутулди.

түркийә армийәсиниң билдүришичә, әркин сурийә армийәси, ташлиһөйүк, тәл әлһава вә сәлва мәскун мәһәллилириниң контроллуқини қолиға алди. өктичиләргә йардәм бериватқан партлатқуч маддиларни байқаш вә йоқитиш хадимлири, 6 данә йәрлик усулда йасалған партлатқучни чувуп ташлиди. шундақ қилип, һәрикәт башлиғандин буйан чувуп ташланған мина сани 33 кә, йәрлик усулда йасалған партлатқуч сани 1375 кә йәтти.

өктичиләр күчләр, фират қалқини һәрикити башлиғандин буйан 1350 кивадрат километирға йеқин җайниң контроллуқини қолға киргүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر