саадәт партийәси йеңи башлиқини сайлиди

саадәт партийәси 6 – нөвәтлик омумий қурултийини өткүзүп, тәмәл қарамоллаоғлуни партийә башлиқлиқиға сайлиди.

600540
саадәт партийәси йеңи башлиқини сайлиди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдики ататүрк тәнтәрбийә залида өткүзүлгән қурултайда, тизимликтики 1116 вәкилниң 891 и беләт ташлиди. 20 беләт инавәтсиз чиққан сайламда, бирдинбир намзат болған қарамоллаоғлу, 871 аваз билән партийә башлиқлиқиға сайланди. қарамоллаоғлу, сайлам нәтиҗиси елан қилинғандин кейин миннәтдарлиқ нутқи сөзләп, пүтүн күчи билән хизмәт қилидиғанлиқини вә сайламларда һәммини һәйран қалдуридиған йахши нәтиҗиләрни қолға кәлтүридиғанлиқини қәйт қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму саадәт партийәсиниң башлиқлиқиға сайланғанлиқи мунасивити билән тәмәл қарамоллаоғлуға телеграмма йоллап тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر