«бизму америкиниң ирақтики һәрбий мәвҗудийитиниң қандақ мәнини билдүридиғанлиқини соришимиз керәк»

нуман қуртулмуш америкиниң ирақниң башика лагеридики түркийәниң һәрбий мәвҗудийитини тәнқид қилишиға наразилиқ билдүрүп, «бизниңму америкиниң ирақтики һәрбий мәвҗудийитиниң қандақ мәнини билдүридиғанлиқини соришимизға тоғра келиду» деди.

584689
«бизму америкиниң ирақтики һәрбий мәвҗудийитиниң қандақ мәнини билдүридиғанлиқини соришимиз керәк»

түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир нуман қуртулмуш бир мухбирниң ирақтики даешқа қарши иттипақдаш күчлириниң байанатчилиридин полковник җон доррианниң башикадики түрк һәрбий мәвҗудийити тоғрулуқ бәргән байанати тоғрулуқ тохталғанда мундақ деди: «биз бу байанатни берилмигән дәп қараймиз. әгәр буниңға инкас қайтурушқа тоғра кәлсә, бизниңму америкиниң ирақтики һәрбий мәвҗудийитиниң қандақ мәнини билдүридиғанлиқини соришимизға тоғра келиду. җүмлидин бу мәсилә күнтәртипкә кәлмигән дәп қараймиз, әгәр бу тоғрулуқ соралса, мушундақ җаваб беримиз. биз тарихтин буйан үч қитәдә һакимийәт йүргүзгән бир милләтниң әвладлиримиз. мана мушундақ бир әвладлар башқуруватқан түркийә дөлити һечқачан биравниң бир ғерич земиниға, бир летир дизелиға вә бензиниға көз қириниму селип қоймиди вә қоймайду. түрк миллити райондики барлиқ қериндашлириға йардәм бериш вә дәрдигә дәрман болушни изчил давамлаштуриду. шималий ирақтики һөкүмәт бизгә <бу йәргә келип, бизгә йардәм бериңлар> дәп тәләп қойғанлиқи үчүнла биз башикада әскәр турғузуватимиз. бу мәсилиниң талаш - тартиш қилинишиға әсла йол қоймаймиз. худайим буйриса, сүрийәдә ирақ мәнбәлик барлиқ сүркилишләр түгәйду, ички тоқунушлар ахирлишиду. бәзиләр уларни сүнний – шиә, корд, әрәб, түркмән дәп парчилашқа урунуватиду, биз болсақ аллаһниң бәндилиригә тиллириға вә рәңгилиригә қарап әмәс, һәммисини пәйғәмбәр әләйһиссаламниң үммити дәп қарап, уларниң бирликини қоғдашқа тиришиватимиз вә бу җәһәттин йолимизни давамлаштуруватиимиз.»

йәнә бир тәрәптин, америка дөләт мудапийә министирлиқи полковник җон доррианниң икәнлики илгири сүрүлгән «түркийәниң ирақтики һәрбий мәвҗудийити қанунсиз» дегән байанатниң қипқизил йалған икәнликини билдүрди.

дөләт мудапийә министирлиқи байанатчилиридин масев ален бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, полковник доррианниң бундақ гәпни қилмиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «у һечқачан бундақ гәпни қилмиған, униң байанатлири хата чүшинип қелинған болуши мумкин.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر