әрдоғанға суйиқәст қилиш һәрикитигә қатнашқан әскәрләрниң бир қисми қолға чүшүрүлди

15 - ийул ахшими җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға суйиқәст қилиш һәрикитигә иштирак қилған бир түркүм әскәрләр қолға чүшүрүлди.

537577
әрдоғанға суйиқәст қилиш һәрикитигә қатнашқан әскәрләрниң бир қисми қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати / параллел дөләт қурулмисиниң 15 – ийулдики һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити җәрйанида мармаристики җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған туруватқан меһманханиға һуҗум қилған әскәрләрдин йәттиси қолға чүшүрүлди.

түркийә хәвпсизлик күчлири, муғла – мармарис таш йоли бойида бир түркүм кишиләрниң йолдин өтүватқан аптомобилларни тохтитишқа тиришиватқанлиқи тоғрисида мәлум қилиш телефони тапшуруп алғандин кейин дәрһал һәрикәткә келип, җәңчи издәш – қутқузуш әтритигә қарашлиқ миңбеши танәр бәрбәрни өз ичигә алған 7 қачқун әскәрни қолға чүшүрүп, сақчи идарисиға елип барди.

мармаристики меһманиханиға һуҗум қилиш һәрикитигә қатнашқан 36 әскәрниң 19 и вәқәдин кейинла башлиған зәрбә бериш һәрикитидә қолға чүшүрүлүп қамаққа елинғаниди. һазирғичә түнүгүн қолға чүшүрүлгән әскәрләрни қошқанда җәмий 26 әскәр хәвпсизлик күчлириниң ториға чүшти.

нөвәттә қалған 10 әскәрни қолға чүшүрүш хизмәтлири тохтавсиз давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر