«түркийәниң буниңдин кейинки вәзийити қандақ болар?»

«түркийәниң буниңдин кейинки вәзийити қандақ болар? хәлқниң күндилик һайатиға мунасивәтлик сийасәтләр қандақ шәкиллинәр?»

535967
«түркийәниң буниңдин кейинки вәзийити қандақ болар?»
ataturk havalimani.jpg
Türkiye darbeye karşı ayakta.jpg
Türkiye darbeye karşı ayakta 8.jpg
Turkiyya...darbe.jpg
fetö'nün darbe girişimine tepkiler.jpg
Millet darbeye karşı meydanlara toplanıyor.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға мәнсуп бир гуруппа әскәр 15 – ийул күни түркийәдә һөкүмәткә қарши һәрбий исйан көтүрүшкә урунди. уларниң бу урунуши мәғлуб болди. чүнки түркийә хәлқи демократийәни қоғдаш үчүн кочиларға вә мәйданларға сәлдәк еқип, вәтәнни қоғдиди. әмдиликтә җиддиий һаләт елан қилинди. көплигән кишиләр «түркийәниң буниңдин кейинки вәзийити қандақ болар? хәлқниң күндилик һайатиға мунасивәтлик сийасәтләр қандақ шәкиллинәр?» дегәндәк соалларни сорашқа башлиди. биз бу һәқтә җумһур рәис әрдоғанниң дипломатийә сийаситигә мәсул баш мәслиһәтчиси вә байанатчиси ибраһим қалин билән  сөһбәт еилип бардуқ.

мухбир: һөрмәтлик ибраһим қалин әпәндим! TRT-World ниң « One on One » пирограммисиға хуш кәпсиз. җумһур рәис әрдоған узундин буйан түркийәдә демократийәгә зийан селишқа урунуватқан вә дөләтниң бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүрүватқан бир террорлуқ тәшкилатиниң барлиқини тәкитләп келивататти. дөләт бундақ бир тәшкилатниң барлиқини билип туруқлуқ қандақсигә һәрбий исйан урунуши йүз бәрди? болмиса, ахбарат җәһәттин аҗизлиқ тәрәпләр барму?

ибраһим қалин: бу гуруппа узундин буйан түркийәдә паалийәт елип беривататти. болупму 17 – 25 – декабир урунушидин кейин миллий бихәтәрликкә тәһдит салидиған дәриҗигә берип йәтти. шундин тартип, наһайити көп  тәдбирләрни алдуқ. бу гуруппиниң мәнсуплирини ениқлап чиқиш вә дөләт орунлиридин тазилаш үчүн бир қисим қәдәмләрни ташлидуқ. һалбуки, бу узундин буйан һәл қилиниш үчүн тиришиливатқан бир мәсилә иди. түркийә армийәси ичидики бир гуруппа әскәрниң һәрбий исйан урунушиму фәтһуллаһ гүлән һәрикитиниң ахирқи қетимлиқ һуҗумлиридин бири. армийә ичидики пүткүл армийәгә вәкиллик қилмайдиған кичиккинә бир гуруппа әскәр шундақ урунушта болди вә толиму әпсуски, уларниң бу урунуши қанлиқ һуҗумға айлинип кәтти. кочилар - мәйданларда биз көргән мәнзириләр уларниң қанчилик дәриҗидә алҗиғанлиқи вә ғалҗирлашқанлиқини көрситиду. һазирғичә дөлитимиздә һеч көрүлүп бақмиған мәнзириләгә шаһит болдуқ. өз әскәрлирмиз хәлқимизгә қорал тәңлиди вә  оққа тутти. қолида төмүрниң сунуқиму болмиған мәсум пуқралиримиз кочиларда өлтүрүлди. 242 пуқрайимиз шеһит болди, 1500 дин көпрәки йариланди. бу нуқтидин елип ейтқанда, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати түркийәгә нисбәтән наһайити чоң балайиапәттур. 15 – ийул «қара кечиси» башланған урунуш әтиси тармар қилинғандин кейин, «айдиңлиқ сәһәр» билән ахирлашти. бундақ вәқәниң қайта йүз бәрмәслики үчүн қануний тәдбирләрни еливатимиз. бу нишанға йетиш үчүн армийә, әдлийә, дөләт хәвпсизлик күчлири вә һәрқайси орунларға сиңип киривалған бу унсурларни ениқлап чиқип, тазилишимизға тоғра келиду. бу, дөлитимиз вә хәлқимизниң бихәтәрлики үчүн, демократийә вә қанун дөлитини қоғдаш үчүн кәм болса болмайдиған муһим һәрикәттур.  һәрбий - сийасий урунушқа кәлсәк, аллиқачан нурғун тәдбирләр елинғаниди, әмма хәлқимизниң вәтәнни қоғдаш йолидики мислисиз пидакарлиқи бу урунушни тармар қилди. мениң қаришимчә, хәлқимиз пүткүл җаһанға шан – шәрипини қоғдаш йолида мислисиз бир сигнал бәрди. җүмлидин, дүшмәнниң ким болушидин қәтий нәзәр, демократийә, әркинлик вә қанунниң үстүнлүки йолида һечнемидин қорқмайдиғанлиқини пүткүл дунйаға көрситип қойди.

мухбир: хәлқниң җаваби адәттин ташқири дәриҗидә иди. сизму тәкитләп өткиниңиздәк, башқа демократик дөләтләр бундақ инкас қайтурулидиғанлиқини ойлапму бақмиған болса керәк. җумһур рәис әрдоған һәқлиқ рәвиштә түркийә хәлқини кочиларға чиқип, инкас қайтурушқа чақирғанда, һөкүмәт хәлқниң бундақ җаваб қайтуридиғанлиқини тәхмин қилғанму?

ибраһим қалин: бу урунуш башланғанда, биз алди билән бу урушниң тәсир даирисини билишкә тиришивататтуқ. қисқа вақит ичидә айан болдики, бу унсурлар алди билән, әнқәрә вә истанбулдики һәрбий қисимлири арқилиқ һәрикәткә өткән икән. буниң һәқиқәтән һәрбий исйан урунуши икәнлики оттуриға чиққандин кейин, җумһур рәис әрдоған телевизийә  нутиқи сөзләп, хәлқни кочилар вә мәйданларға чиқип, уларға тегишлик җаваб қайтурушқа чақирди. аллаһқа йүз миңларчә шүкүрләр болсунки, хәлқимизниң вәтәнни қоғдаш һәрикити дастансиман бир һекайигә айланди. растини ейтқанда, һечким бундақ бир урунушниң йүз беришини тәхмин қилалмайтти. һәрбий исйанчиларниң бунчилик қанхорлуқини, алҗиғанлиқини, бундақ рәһимсизликини қилчә тәсәввур қилалмайтти. алди билән, һәммәйлән һаң - таң қалди, әмма урунуш мәғлуб болғандин кейин, зәпәр вә хушаллиқ муһити шәкилләнди.

мухбир: түркийә хәлқиниң инкасини тил билән тәсвирләп бәргили болмайду. дәрвәқә, арқидин шунчә күнләр өтүп кәткән болсиму, йәнила кочилар вә мәйданларда вәтәнни қоғдимақта. сизниңчә буниң сәвәби һөкүмәтниң сийасәтлириму? йаки хәлқниң җумһур рәис әрдоғанға болған сөйгүси вә садақитиму?

ибраһим қалин: буниң сәвәби, алди билән, инсанларниң демократийә вә қанунниң үстүнлүкигә болған ишинчиси һәм игилик һоқуқи пирипсиплириға толуқ риайә қилишидур. биз түркийәдә 1960 -, 1972 -, 1980 – йиллири вә башқа вақитларда һәрбий - сийасий өзгиришләрни баштин кәчүрдуқ. тунҗи қетим бир һәрбий исйан урунуши хәлқимиз тәрипидин тармар қилинди. инсанлар кочилар вә мәйданларда бир тәрәптин зәпәрлирини тәбриклисә, йәнә бир тәрәптин, бундақ вәқәләрниң тәкрарланмаслиқи үчүн күрәш қиливатиду. һәммә өзлириниң һәқ – һоқуқлирини, дөлитини, бирлик вә баравәрликини қоғдаш йолида адаққичә кочилар вә мәйданларни тәрк әтмәйдиғанлиқи тоғрулуқ күчлүк сигнал бериватиду. әлвәттә җумһур рәис әрдоған пәқәт һәрбий исйанчиларғила әмәс, әйни вақитта пүткүл хәлқара җамаәтчиликкә бериливатқан бу сигнални давамлаштуруши үчүн, хәлқимизни кочилар – мәйданларни тәрк әтмәсликкә чақирмақта. кочилар – мәйданлардики һәр саһә аммисиға, һәр тәбиқидики инсанларға нәзәр ташлисиңиз, хәлқимизниң зораванлиққа қарши мүрини - мүригә тирәп күрәш қиливатқанлиқини көрисиз. җумһур рәисимиз өктичи партийәләрниң рәһбәрлиригә телефон қилип, уларниң һәрбий исйан урунушиға тутқан позитсийәсигә рәһмәт ейтти. буму кочилар – мәйданларға тәсир көрсәтти. охшимиған сийасий партийәләрни қоллап аваз бәргән кишиләр һәрбий исйан урунуши мәсилисидә мүрини - мүригә тирәп күрәш қилди. җумһур рәис әрдоғанниң бир тәрәптин бу урунушқа тақабил турса, йәнә бир тәрәптин, хәлққә рәһбәрлик қилишиму муһим рол ойниди. чүнки, бу һайат – маматлиқ кечидики әң муһим пәйт, җумһур рәис әрдоғанниң хәлқни кочилар – мәйданларға чиқишқа чақириқ қилған пәйттур. бизниң җумһур рәис әрдоғанниң бу сигналини хәлққә йәткүзүшимиз үчүн бираз вақит кәтти, чүнки, һәл қилишқа тегишлик бирқатар техникилиқ мәсилиләр бар иди. һәрбий исйанчилар силәрниң оргиниңлар TRT ни ишғал қиливалған, електронлуқ хәвәрлишиш, сүний һәмраһ арқилиқ хәвәрлишишни үзүп ташлаш үчүн, сүний һәмраһ ширкәтлиримизгә һуҗум қиливататти. бирақ биз бу қийин өткәлдинму мувәппәқийәтлик һалда өттуқ. җумһур рәис әрдоғанниң чақириқи һәрбий исйанға қарши һәрикәт үчүн наһайити муһим бурулуш нуқтиси иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر