түркийә парламенти һәрбий - сийасий өзгириш қозғаш тәшәббусиға қарши байаннамә елан қилди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңишида 4 партийә тәрипидин қобул қилинған байаннамә оқулди.

530809
түркийә парламенти һәрбий - сийасий өзгириш қозғаш тәшәббусиға қарши байаннамә елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи исмаил қаһраман тәрипидин оқулған байаннамә төвәндикичә:

«биз адаләт вә тәрәққийат партийәси, җумһурийәт хәлқ партийәси, миллийәтчи һәрикәт партийәси вә хәлқләрниң демократик партийәсиниң парламенттики гуруппилири болуш сүпитимиз билән, әзиз хәлқимизгә, миллий ирадигә, дөлитимизгә, болупму хәлқимизниң ирадисиниң вәкиллири болған парламент әзалириға вә ғази мустафа камалниң мәҗлисигә 15 – ийул кечиси башланған вә 16 – ийул таң сәһәрдә тармар қилинған һәрбий - сийасий өзгириш қозғаш тәшәббусини вә парламентқа қилинған һуҗумларни қаттиқ әйибләймиз. әзиз хәлқимиз мүрини - мүригә тирәп күрәш қилип, һәрбий - сийасий өзгириш қозғаш тәшәббусиға дадиллиқ билән қарши чиқип, бир қисим унсурларниң һакимийәтни тартивелишиға йол қоймиди. түркийә җумһурийити вә дөләт органлирини җан тикип қоғдиған әзиз хәлқимизни қанчилик махисаақму азлиқ қилиду. дөлитимиз вә хәлқимизни қоғдаш йолида шеһит болғанлардин пүткүл хәлқимиз интайин миннәтдар болуп, уларниң қәһриманларчә иш – излирини әбәдиләбәд унтумаймиз. түркийә бүйүк милләт мәҗлиси әзиз хәлқимиз бәргән һоқуққа асасән бомба һуҗумлири вә оқ йамғурлири астида вәзипә өтәш арқилиқ йәнә бир қетим хәлқимизгә лайиқ бир мәҗлис икәнликини намайән қилди. мәҗлисимиз һәрбий - сийасий өзгириш қозғаш тәшәббусиға қарши мүрини - мүригә тирәп күрәш қилиш арқилиқ өзиниң мислисиз алаһидиликини җари қилдурди. бу нуқтидин елип ейтқанда, мәҗлисимизниң һәрбий - сийасий өзгириш қозғаш тәшәббусиға қарши тутқан позитсийә наһайити зор әһмийәткә игә. мәҗлисимизниң бу позитсийәси демократийәни техиму илгири сүрүш җәһәттин интайин муһим. пүткүл хәлқимиз шуни билиши керәкки, бүгүнкигә охшашла кәлгүсидиму хәлқимизгә, миллий ирадигә, ғази мустафа камалниң мәҗлисигә хирис қилғучиларға тегишлик җаваб қайтуриду. түркийә бүйүк милләт мәҗлиси демократийәниң игилмәс – сунмас ирадисини адаққичә җари қилдуриду. мәҗлисимиздики барлиқ сийасий партийәләрниң гуруппилириниң һәрбий - сийасий өзгириш қозғаш тәшәббусиға қарши тутқан ортақ позитсийәси вә қәтий ирадиси тарих сәһипилиридин мәңгүлүк орун алиду. бу ортақ позитсийә миллий ирадә вә хәлқимизни техиму күчәйтиду. мәҗлисимиз вәзипә үстидә болуп, хәлқимизниң мәҗлисигә, хәлққә вә хәлқниң игилик һоқуқиға зийан йәткүзүш нишан қилинған бундақ һуҗумларни елип беришқа урунғучиларға қанун даирисидә әң еғир бәдәл төләткүзиду. һәммә ишниң бурунқидәк болмайдиғанлиқиниң әң рошән дәлили мана бу ортақ байаннамидур. 4 партийәниң қарашлири охшаш болмисиму, һәммимиз барлиқ парламент әзалиримиз вә барлиқ аммиви тәшкилатлиримиз билән бирликтә миллий ирадигә саһиб чиқимиз, миллий ирадигә әбәдиләбәд саһиб чиқимиз. бу һәқтә хәлқимиз көңлини тоқ тутсун. әзиз хәлқимизниң демократик инкас қайтуруш чегралиридин һалқип кетидиған, дөлитимизгә йарашмайдиған зораванлиқ һәрикәтлиридин өзлирини чәткә елишиға тиләкдашмиз. шеһитлиримизни чоңқур һөрмәт вә чәксиз иптихарлиқ туйғуси ичидә йад етимиз, йаридарлиримизға аллаһ тааладин шипалиқ тиләймиз, әзиз хәлқимизгә есәнлик тиләймиз. түркийәни қоллап байанатларни елан қилған барлиқ дост вә қериндаш дөләтләргә чин дилимиздин рәһмәт ейтимиз, қизғин салам йоллаймиз.»

байаннамигә имза қойғучилар:

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи исмаил қаһраман

адаләт вә тәрәққийат партийәси гуруппа башлиқи бинали йилдирим

җумһурийәт хәлқ партийәси гуруппа башлиқи кәмал қиличдароғлу

миллийәтчи һәрикәт партийәси гуруппа башлиқи дөләт баһчәли

хәлқләрниң демократик партийәси гуруппа башлиқи идрис балукән



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر