01.04.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2123049
01.04.2024

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түнүгүн (31-март) өткүзүлгән йәрлик сайлам нәтиҗилириниң елан қилинғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бирәсмий нәтиҗиләргә асасланғанда, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң %35.4 авазға, җумһурийәт хәлқ партийәсиниң %37.7 авазға еришкәнлики билдүрүлди.

хәвәрдә, сайлам нәтиҗилиригә асасән әкрәм имамоғлуниң истанбул шәһәр башлиқи, мәнсур йавашниң әнқәрә шәһәр башлиқи вә җәмил тугайниң измир шәһәр башлиқи болғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә йәнә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сайлам нәтиҗилири үстидә тохтилип, «бу сайламда демократийә ғәлибә қилди, миллий ирадә ғәлибә қилди» дегәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн иран пирезиденти ибраһим рәиси билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә ишлири идарисиниң байанатида билдүрүлишичә, әрдоған-рәиси телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивәтлири билән исираилийәниң пәләстин земинлириға қиливатқан һуҗумлири вә райондики инсаний вәзийәт муһакимә қилинған.

«стар гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң сәуди әрәбистан ташқи ишлар вәзири файсал бин фәрхан билән телефонда көрүшүп, ғәззәниң нөвәттики вәзийити, икки дөләт мунасивәтлири вә район характерлик мәсилиләрни музакирә қилғанлиқини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», парахот сайаһәтчиликидә йанвар вә феврал (2024) айлирида 23 парахотниң түркийәгә кәлгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәдики сәккиз портқа ләңгәр ташлиған парахотларда, 23 миң 47 сайаһәтчиниң барлиқи билдүрүлди.


خەتكۈچ: #стар , #сабаһ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر