16.05.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1827620
16.05.2022

түркийә авази радийоси: «‹сабаһ› гезити», «чавушоғлу финландийә вә шиветсийәгә қарита байанат елан қилди, <улар террорлуқни қоллаиғанлиқи үчүн қаршимиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу шималий шималий атлантик әһди тәшкилати-нато ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн германийәниң пайтәхти берлинға йетип барди. финландийә вә шиветсийәниң натоға әза болушиға даир байанатида, финландийә вә шиветсийә террорлуқни қоллап-қуввәтлигәнлики үчүн тәшкилатқа әза болушиға қаршимиз» деди.

«‹хәбәр түрк› гезити», «нато баш катипи столтенбергниң түркийә тоғрисидики байанати» сәрләвһилик хәвиридә, баш катип җенс столтенбергниң шиветсийә вә финландийәниң мумкинчилики болған әзалиқ мәсилисигә қарита: «түркийә муһим иттипақдашимиз. түркийә бир қисим әндишәлирини оттуриға қойди вә натода һәр даим болғиниға охшаш әндишәләр оттуриға чиққанда, ортақ пикир тапалайдиғанлиқимизға ишинимән» дегәнликини йазди.

«‹стар› гезити», «түркийә истихбарат тәшкилати кобанида һәрикәт елип барди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

дөләтлик истихбарат тәшкилати (MIT) тутуш буйруқи чиқирилған, мәхпий исми хәйри вә әсли исми әкрәм устәк болған террорлуқ тәшкилати п к к әзасини сүрийәниң айноларап (кобани) районида йошурунған йеридә уҗуқтурди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «русийә сайаһәт җәмийитиниң дәм елиш йетәкчиси: <түркийә тәңдашсиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

русийә сайаһәт җәмийити (ATOR) тәрипидин һәмбәһирләнгән йазмида, түркийәниң тәминлигән имканийәтлири билән риқабәтчилирини арқида қалдурғанлиқи билдүрүлди. русийәлик сайаһәтчиләргә тутқан позитсийәсигә қарита «әң йахши» дәп баһа бәрди.

«‹һөрийәт› гезити», «пәвқуладдә көп сайаһәт кемиси бодрумға кәлди» сәрләвһилик хәвиридә, муғланиң бодрум наһийәси деңиз тәвәликигә дунйа бойичә әң узун иккинчи сайаһәт кемиси болған, <учар түлкә> намлиқ кеминиң ләңгәр ташлиғанлиқини, җайман тақим араллири байриқи есилған пәвқуладдә чоң сайаһәт кемисиниң узунлуқиниң 136 метир, кәңликиниң 21 метир келидиғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر