27.12.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1753202
27.12.2021

 түркийә авази радийоси: «‹вәтән› гезити», «әрдоған өсүм һәққидә байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң, истанбулда чақирилған «кеңәйтилгән вилайәтлик мәслиһәт кеңиши йиғини» да қилған сөзидә, мундақ деди: «өсүм байларни техиму бай, намратларни техиму намрат қилиду, өсүм пул пахаллиқини кәлтүрүп чиқириду, биз бу чақни бузуп ташлап, хәлқимизни улуғвар нишанлириға йәткүзимиз.»

«‹стар› гезити», «дөләт мудапиәси санаитидә йәнә бир муһим мувәппәқийәт қолға кәлтүрүлди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәислик мәһкимиси дөләт мудапиәси санаити оргининиң башлиқи исмаил дәмир, дөләт мудапиәси санаити оргининиң йәнә бир мислисиз мувәппәқийәтни қолға кәлтүргәнликини тәкитләш билән бир вақитта, миллий һава мудапиәси системиси «HİSAR O» ниң һава бошлуқидики йуқири сүрәтлик нишанни мувәппәқийәтлик йоқитиш нишаниға йәткәнликини уқтурди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити»,  «әшйа обороти йултузи түркийә» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

қатнаш саһәсидә кесишиш еғизи һесаблинидиған түркийә, «ковид – 19» йуқумиға қаримай қатнашта тәрәққий қилди, 11 ай ичидә һава йолида тошулған йүкниң миқдари 3 милйон тоннидин ешип кәтти, һәрқайси нефит парахотлириға қачиланған контейнерларниң 9.9 пирсәнти түркийә байрақлиқ парахотлар арқилиқ тошулди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «анталйа 9 милйон сайаһәтчини күтүвелиш нишаниға муддәттин бурун йәтти» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

сайаһәт шәһири анталйада, 2021-йили үчүн бекитилгән 9 милйон сайаһәтчини күтүвелиш нишаниға, йил ахиридин бурун йетилди. 2021-йили  «ковид – 19» йуқуминиң көләңгиси астида киргән анталйа, ийул ейида башланған сайаһәт паалийәтлири нәтиҗисидә, йил ахиридин бурун 9 милйон 2 миң 217 сайаһәтчини күтүвалди.

«‹сабаһ› гезити», «буниңдин 2200 йил илгири түркләр йасиған» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

буниңдин 2200 йил илгири түркләр қурған су йоллири бүгүнки күндиму бир « инженерлиқ мөҗизиси» дәп қарилиду. кариз қанили дәп атилидиған бу йәр асти су тори системиси, оттура асийада, турпан районида йасалған болуп, мәдәнийәт тарихидики әң муһим байқашларниң бири дәп қарилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر