20.12.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1749899
20.12.2021

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәниң дунйави киризисларға қарши бәрдашлиқ бериш күчи вә киризисларни пурсәткә айландуруш мәсилисидә өзигә болған ишәнчиниң астида, күчлүк астиқурулма барлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң иқтисадий ешиш рәқәмлири, ишқа орунлишиш, експорт вә хамчот тәңпуңлуқлири қатарлиқ барлиқ көрсәткүчләрниң, түркийә нуқтисидин ейтқанда, дунйа миқйасида мувәппәқийәттин бешарәт беридиғанлиқини ейтқанлиқи әскәртилди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә сүний һәмраһ филотиниң әң күчлүк әзаси болидиған «түрксат сүний һәмраһи» ниң, америка флорида иштатидики «кейип каневерал базиси» (Cape Canaveral) дин қойуп берилгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бу қетим қойуп берилгән сүний һәмраһ билән, түркийәниң орбитадики җәмий хәвәрлишиш сүний һәмраһи саниниң сәккизгә чиққанлиқи вә буниң билән, түркийәниң мәлумат йәткүзүш сүрити һәмдә иқтидариниң 15 һәссә ашидиғанлиқи билдүрүлди.

«стар гезити», америка дөләт мудапиә министирлиқиниң мәслиһәтчилиридин скот крино (Scott Crino) түркийә учқучисиз һава аппарати «TB2-байрактар» һәққидә байанат елан қилип: «сүрийә, ливийә вә қарабағдики мувәппәқийәтләрниң астида түркийәниң ишләпчиқриш мутәхәссислики бар. түркийәниң тәҗрибә-савақлири, башқа дөләтләр йеқиндин көзитиши керәк болған мукәммәл мәнзирә» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийә ваксина иниститути башлиқи вә вухән вируси билим кеңишиниң әзаси пирофессор доктор атәш караниң, йәрлик вухән вируси ваксинаси синақлирида дәсләпки мәлуматларниң интайин мусбәт икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түрковак ваксинаси әмләткән кишиләрдә вухән вируси билән йуқумлинип еғир кесәл болғанларниң йоқлуқи, ваксинаниң уларда антетила сәвийәсини тез йуқирилатқанлиқи вә үчинчи ваксина сүпиитидә хатирҗәм әмләткили болидиғанлиқи әскәртилди.

«һөррийәт гезити», вакиф банкаси айаллар командисиниң, дунйа айаллар валийбол кулублар чемпийонлуқида, италийәниң имоко конеглийано (Imoco Conegliano) командиси үстидин 2 гә қарши 3 нәтиҗә билән ғәлбә қилип, төтинчи қетим чемпийон болғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر