25.11.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1738458
25.11.2021

«‹һөрийәт› гезити», «әрәб бирләшмә хәлипиликидин түркийәгә муһим зийарәт» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәдә зийарәттә болуватқан әбузәби тәхт вариси шәйх муһәммәд бин зәйид әл нәһйан билән көрүшкәнликини, учришиштин кейин, түркийә билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисида биваситә мәбләғ селишни өз ичигә алған 9 саһәдә келишим имзаланғанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «<F-16s> типлиқ йәрликләштүрүлгән айропилан оқ- дора понкити түркүмләп ишләпчиқирилишқа башланди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә мудапиә санаити даирисидә, йәрликләштүрүлгән <F-16s> типлиқ айропилан оқ-дора понкити йүрүшлүк ишләпчиқиришқа башланди. дост вә иттипақдаш дөләтләр билән експорт үчүн музакириләр елип берилмақта.

«‹хәвәр түрк› гезити», «<Turksat 5B>» сүний һәмраһи 12-айниң ахирида қойуп берилиду» сәрләвһилик хәвиридә, қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараисмайлоғлуниң: «12-айниң ахирида американиң филорида иштатиға қарашлиқ кеп канаверал базисидин фалкон 9 типлиқ ракета билән <Turksat 5B> сүний һәмраһини қойуп бериш пиланланди» дегәнликини йазди.

«‹стар› гезити», «түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси (TIKA) афғанистандики йетим балиларни хушал қилди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси (TIKA) ниң афғанистанниң пайтәхти кабулда алааддин қизлар йетимханисиға йемәклик вә тазилиқ буйумлири йардәм қилғанлиқини вә йетимхана йатиқиниң муавин мудири әзизә әзизиниң түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси (TIKA) ға рәһмәт ейтқанлиқини йазди.

«‹сабаһ› гезити», «түркийә сомон белиқи експортида рекорт йаратмақта» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә сомон белиқи експорт хизмәт гурупписи башлиқи осман парлақ йуқумға қаримастин алдинқи 10 ай ичидә 18 дөләткә җәмий 120 милйон 946 миң 674 долларлиқ експортни ишқа ушурғанлиқини ейтти. осман парлақ експортиниң 80 пирсәнтиниң русийәгә қилғанлиқини тәкитлиди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر