22.11.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1737010
22.11.2021

түркийә авази радийоси: «стар гезити», түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгичниң  гиретсийә ташқи ишлар министири никос дендийасниң түркийә һәққидә елан қилған байанатиға инкас қайтурғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, танҗу билгичниң, «түркийәниң районида вә йеқин әтрапида тинчлиқ һәмдә муқимлиқниң орнитилишида ойнаватқан ачқучлуқ ролиға чидийалмиған гиретсийәниң, түркийә билән һәр бир мәсилидә риқабәтлишишкә урунуши, һәмкарлишишниң орниға йирикчиликни таллиши вә түркийәгә қарши сүний иттипақлар пәйда қилишқа урунуши, биһудә ишлардур» дегәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», ливийәниң шәрқидә асассиз әйибләшләр билән тәхминән икки йилдин буйан тутуп турулуватқан йәттә түрк пуқрасиниң, түркийә миллий истихбарат идарисиниң қатар истихбарат идариси билән бирликтә күч чиқириши нәтиҗисидә, түркийәгә қайтуруп келингәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң улар билән  телефонда көрүшкәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», түркийәниң мудапиә санаитидә, болупму учқучисиз һава аппарати технологийәсидә дунйада өрнәк болуватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җәнубий корейәниң америкадин сетивалған учқучисиз һава аппаратлирини түркийәдә синақ қлишни тәләп қиливатқанлиқи билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», сакарйа тәбиий газ мәшғулат районидики «2-түркәли» қудуқида қилинған газ йәткүзүш синиқида, күнлүк миқдариниң 650 миң куб метирға йәткәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», түркийәниң муһим сайаһәт мәркәзлиридин бири болған айдин вилайитиниң кушадаси наһийәсигә 2022-йилини өз ичигә алған һалда 650 йолучилар парахоти билән 750 миң сайаһәтчиниң тизимлатқанлиқини хәвәр қилди.         


خەتكۈچ: #сабаһ , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر