19.11.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1735987
19.11.2021

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», булғарийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчисиниң түркийә ташқи ишлар министирлқиға чақирилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, булғарийәдики сайламға түркийәниң арилашқанлиқи тоғрисидики гәп-сөзләрниң рәт қилинғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, булғарийәниң әнқәрә баш әлчиси ангуел христов тчолаковға, түркийәниң булғарийә сайлими рамкисида, түркийәдә беләт ташлаш мәсилисидә һәр хил һәмкарлиқларни асас қилип, зөрүр асанлиқларниң йаритилғанлиқиниң тәкитләнгәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», түркийә дөләт мудапиә санаити башлиқи исмаил дәмирниң, «бүгүн түркийә мудапиә санаитидә дунйадики тәминлигүчиләр чиқарған барлиқ тосқунлуқларға вә йолға қойған ашкара-мәхпий ембарголарға қаримастин, миллий мәнпәәтлиримизни қоғдаш үчүн қилишқа тегишлик ишларни һечкимгә моһтаҗ болмастин қилалайдиған вә буниңда өзини испатлийалайдиған әһвалда» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң хуш хәвәр берип, 4-бурғилаш парахотиниң 2022-йилниң биринчи чарикидә хизмитини башлайдиғанлиқини вә бу парахотқа «алпарслан» исминиң берилгәнликини  ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», мутәхәссисләрниң ахирқи санаәт санлиқ мәлуматлирини асас қилип, түркийәниң 2021-йилниң үчинчи чарикидә %7.84 иқтисадий ешиш мумкинчиликигә игә болғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, мутәхәссисләрниң бу иқтисадий ешишни експортта арқа-арқидин қолға кәлгән рекортлар, мал ишләпчиқириш йаки мулазимәт кәспидики күчлүк сигналларға асасән тәхмин қилғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر