02.09.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1701370
02.09.2021

түркийә авази радийоси хәвири: «‹һөрийәт› гезити», «әрдоған: <биз дунйада иқтисади тәрәққийати әң тез өрлигән иккинчи дөләткә айландуқ > деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн елан қилған байанатида, түркийә иқтисадиниң йилниң иккинчи пәслидә %21.7 ашқанлиқини әскәртип, түркийәниң дунйада иқтисади тәрәққийати әң тез өрлигән иккинчи дөләткә айланғанлиқини ейтти.

«‹сабаһ› гезити», «чавушоғлу сербийә дөләт мәҗлиси башлиқи дачич билән көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу сербийә зийарити даирисидә, дөләт мәҗлиси башлиқи ивика дачич билән көрүшти. чавушоғлу иҗтимаий алақә һесабидики йазмисида, «биз сербийә дөләт мәҗлиси башлиқи достум ивика дачич билән көрүштуқ, мунасивәтлиримизниң парламент өлчимигә интайин әһмийәт беримиз» деди.

«‹вәтән› гезити»,  «ақар: <әскәрлиримиз дунйа тинчлиқиға хизмәт қилмақта> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

дөләт мудапиә министири хулуси ақар афғанистандин әскәрләрни тарқақлаштуруш тоғрисида түнүгүн елан қилған байанатида, «әскәрлиримиз һазирғичә вәзипә өтигән барлиқ җайларда болғанға охшаш афғанистандиму әҗдадлири вә шанлиқ тарихиға йаришимлиқ шәкилдә вәзипилирини мувәппәқийәтлик орундап, афғанистан хәлқиниң қәлбини утуп, дунйа тинчлиқиға хизмәт қилишниң ғурури билән йуртиға бихәтәр қайтип кәлди» деди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «истанбул айродоруми йавропа бойичә әң нәтиҗилик айродорум болуп баһаланди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

авиатсийә тирансипорт тәтқиқат җәмийити (ATRS) тәрипидин истанбул айродоруми 40 милйондин артуқ йолучи тошуш түридә «йавропа бойичә әң нәтиҗилик айродорум» мукапатиға еришти.

«‹стар› гезити» «түркийә дунйада алдинқи қатардики 10 дөләт ичидин орун алди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә бултур ишләпчиқиришқа кириштүрүлгән 2500 мегаватлиқ су електир истансиси билән дунйада бу саһә бойичә сиғими әң йуқири дәсләпки  10 дөләт қатаридин орун алди. түркийәниң су електир күчи ийулниң ахириғичә болған арилиқта 31 миң 436 мегаватқа йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر