29.07.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1682046
29.07.2021

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «қара деңиз тәбиий гази билән тунҗи от йеқилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сакарийа газини йеқиш мурасимида қилған сөзидә, «қара деңиз газиниң оттуриға чиқиши билән сиртқа беқинишни төвәнлитимиз. биринчи басқучлуқ пишшиқлап ишләнгән газни 2023 – йилиға үлгүрүтүш үчүн җапалиқ әмгәк қилинмақта» деди. келәр йили деңизниң астиға 169 киломитир турубба йатқузудиғанлиқини тәкитлигән әрдоған: «бу дунйа бойичә әң узун чоңқур деңиз улиниши болуп қалиду» деди.

«‹стар› гезити», «түркийә буркина фасоға механикилиқ мина тазилаш үскүниси (MEMATT) експорт қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

дөләт мудапиә министирлиқи қармиқидики «ASFAT» ширкити ишләпчиқарған механикилиқ мина тазилаш үскүниси  (MEMATT) әзәрбәйҗанниң арқидин буркина фасоға експорт қилинди. шундақ қилип «ASFAT» ширкити африқиға тунҗи мудапиә санаити експортини ишқа ашурған болди.

«‹һөрийәт› гезити»,  «түркийәдин чоң утуқ» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

мәркизи ишханиси лондонда турушлуқ тәтқиқат оргини «Ember» ниң бу йилниң алдинқи йеримини өз ичигә алған йавропа електир енергийәси көрсәткүчи доклатиға асасланғанда, түркийәниң бу мәзгилдә шамал вә қуйаштин електир ишләпчиқириштики омумий һәсисиси %12.9 ға өрлигән. түркийә шамал вә қуйаш енергийәсидин ток чиқиришта йавропа дөләтлири ичидә 17-орунға өткән.

«‹сабаһ› гезити», «түркийә һава йоллири ширкити һәр күни 1323 нөвәтчи айропилан билән йавропа бойичә иккинчи болди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә авиатсийә ширкити йавропадики күндилик учуш қетим сани 1323 болған иккинчи авиатсийә ширкити болди. пегасус авиатсийә ширкитиму йавропада әң көп учидиған авиатсийә ширкәтлири тизимликидә 8-орунға  өтти.

«‹хәвәр түрк› гезити», «патарадики қезишта 2300 йиллиқ белиқ искилитлири тепилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

анталйаниң каш наһийәсидики патара қәдимий шәһиридә елип берилған қезип тәкшүрүш җәрйанида, йемәк ташландуқлири арисидин 2300 йиллиқ белиқ искилитлири тепилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر