28.07.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1681414
28.07.2021

түркийә авази радийоси: «стар гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң ангола пирезиденти җоа мануел гонкалвес лавренко (João Manuel Gonçalves Laurenço) билән өткүзгән ортақ ахбарат елан қилиш йиғинида, икки дөләт оттурисидики сода омумий һәҗиминиң интайин төвән икәнликини билдүрүп: «һазирқи сода омумий һәҗимимиз 176 милйон доллар. бу икки күчлүк дөләт үчүн мәзкур сода омумий һәҗими наһайити төвән. дәсләпки нишанимиз бу санни 500 милйон долларға чиқириш» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», дунйа таратқулириниң түркийәниң учқучисиз һава аппаратлирини хәвәр қилишни давамлаштуруватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, американиң «форбес» (Forbes) журнилиниң, түркийәниң учқучисиз һава аппаратлирида наһайити зор експорт базири шәкилләндүргәнликини, нато вә йавропа иттипақи дөләтлири арисида херидар тепишни давам қиливатқанлиқиниң хәвәр қилғанлиқи  билдүрүлди.

«вәтән гезити», ван валийси мәһмәт әмин билмәзниң көч бесиминиң ешиши сәвәбидин, түркийә-иран чегра бихәтәрликини сақлаш, қанунсиз көч вә адәм әткәсчиликиниң алдини елиш, террористларниң мәхпий чеградин өтүшиниң алдини елиш мәқситидә, 295 километирлиқ чегра линйәсигә там селинидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», 17-ийулдин 25-ийулғичә болған тоққуз күндә, анталйаға русийәдин 200 миң 356, германийәдин 76 миң 152, украинадин 68 миң 663, полшадин 28 миң 898 вә қазақистандин 15 миң 917 болуп, җәмий 562 миң 907 чәт әллик сайаһәтчиниң кәлгәнликини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #вәтән , #сабһ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر