26.07.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1680138
26.07.2021

«‹сабаһ› гезити», «түркийә сиҗил енергийә мәнбәсидә йавропа бойичә 5- орунға өтти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

муһит вә шәһәр қурулуши министири мурат курум сиҗил енергийә мәнбәси нуқтисидин, түркийәниң дунйа буйичә 12- вә йавропа бойичә 5-дөләт болғанлиқини билдүрди. түркийәниң орнитилған енергийисиниң %52 ни сиҗил енергийәдин қамдайдиғанлиқини тәкитләп: «кәлгүси 10 йилда һәр йили 10 гегават шамал вә қуйаш енергийәси һасил қилиш үчүн сиҗил енергийә иқтидаримизни техиму ашурушқа тиришимиз» деди.

«‹һөрийәт› гезити», «йәрлик ваксина йил ахириғичә кәң көләмдә ишлитилишкә тәййар болиду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

вирусқа охшаш зәрричә (VLP) ни асас қилған йәрлик ковид-19 ваксинаси тәтқиқатида, 1- вә 2-басқучлуқ синақлар тамамланди. синақ қилинғучиларда һазирғичә һечқандақ әкис тәсир көрүлмиди. йил ахириғичә йәрлик ваксинаниң тәййар һалға келиши үчүн хизмәтләр давамлашмақта. (VLP) ни асас қилған йәрлик  ваксинасиниң вухән вирусиниң һәр қайси варийантлириға қарши үнүмигә алақидар тәтқиқатларму давамлашмақта.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «сайаһәт саһәсидә чоң йахшилиниш» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

русийә, германийә вә фирансийә түркийәгә қарита сайаһәт чәклимисини бикар қилғандин башқа йәнә, 1-ийулда башланған нормаллишиш вә қурбан һейтлиқ дәм елиш билән түркийәдә чоң сайаһәт башланди. милйонлиған киши деңиз бойи районлириға сайаһәткә чиқти, сәһийә сайаһәтчилириниңму аршаңларға қарап еқиши билән меһманханилар толуп ташти. дөләт ичи сайаһәт базири көрсәткүчи сайаһәтчиликтики әң йахши бир йил һесаблинидиған 2019-йилдики санлиқ көрсәткүчтинму ешип кәтти. чәт әллик сайаһәтчи базирида 50 дин артуқ дөләттин кәлгән меһманлар күтүвелинди.

«‹стар› гезити», «йәрлик учар аптомобил «AirCar»  үчүн вақит муәййәнләшти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

йәрлик техника ширкити «Softtech» һәм мәбләғ салғучиси, һәм тәрәққий қилдурғучиси болған учар аптомобилниң тунҗи үлгә типи билән синақ учушни тамамлиди. бир йолучи билән 80 километир, икки йолучи билән 50 километир мусапиға баралайдиған токлуқ вә %100 аптоматик аптомобилниң 2025-йили истанбул асминида учуши пилан қилинмақта.

«‹вәтән› гезити», «мәмликәтлик айаллар валибол командисидин йахши башлиниш» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

2020-йиллиқ токйо олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә B гуруппида риқабәткә чүшкән мәмликәтлик айаллар валибол командиси хитайни 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән мәғлуб қилди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған олимпик чемпийонини мәғлуб қилған мәмликәтлик айаллар валибол командисини тәбриклиди. мәмликәтлик айаллар валибол командиси бу гуруппида хитайдин башқа йәнә, америка, аргентина, италийә вә русийә командилири биләнму мусабиқигә чүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر