29.06.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1666583
29.06.2021

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң әнқәрә гөлбашидики «түрксат сүний һәмраһи мәркизий» дә, муһим сөз қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, «диҗитал дәвриниң имканийәтлирини хәлқимизниң хизмитигә нурғун тәрәққий қилған дөләтләрдин балдур мувәппәқийәт қазандуқ. болупму, санаәттин содиғичә, иҗтимаий хизмәтләрдин маарип вә хәлқ сақлиқиғичә болған саһәләрдә диҗитал асасий ул-әслиһәләрни техиму тәрәққий қилдурушта қәтий қарарға игимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», әҗзаҗибаши гуруһи мудирийитиниң башлиқи бүләнт әҗзаҗибашиниң, түркийәниң 2010-йилларниң дәсләпки йеримиғичә дунйаниң парлиған йултузи сүпитигә лайиқ шәкилдә иқтисадий ешишни қолға кәлтүргәнликини билдүрүп, бундин кейинму охшаш ешишни қолға кәлтүрәләйдиған иқтидарға игә икәнликини тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», русийә-түркийә сода-санаәтчиләр кеңиши башлиқи әһмәт паланкойевниң, русийәлик мәбләғ салғучиларниң муғланиң сайаһәт мәркизи бодрум наһийәсигә 83 милйон доллар мәбләғ селип, йүрүшләшкән тәнтәрбийә вә көңүл ечиш мәркәзлирини ачидиғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», 23-ийундин 27-ийунғучә (2021) ечилған йавропадики төт чоң йеза иглик йәрмәнкилириниң бири болған измир агроекспо (Agroexpo) хәлқаралиқ йеза игилики вә чарвичилиқ йәрмәнкисидә, түркийә ширкәтлириниң 900 милйон доллардин ашидиған келишимләрни имзалиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүүрлишичә, йәрмәнкигә 100 дөләттин 774 ширкәт қатнашқан болуп, фирансийә, русийә, һиндистан вә қатар ширкәтлириниң йәрмәнкигә болған қизиқиши алаһидә болған.

«стар гезити», бир қанчә айдин буйан йавропадики әң көп айропилан сәпәрлиригә саһибханлиқ қилған истанбул айродуруминиң, 25-26-27-ийун күнлири 100 миңдин артуқ йолучини күтүвалғанлиқини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر