17.05.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1640715
17.05.2021

түркийә авази радийоси хәвири: «сабаһ» гезити: «әрдоғанниң пәләстин вә шималий қибрис түрк җумһурийити тоғрисидики байанати» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «сабаһ» гезитигә байанат бәргәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, «исраилийә дегән террор дөлити төккән бу қанға қарита зуван чиқармиғанлар шуни билип қелишсунки, күнләрниң биридә бу мусапә уларниң бешиғиму келиду» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «қибрис түрк хәлқиниң һәқ – һоқуқиниму адаққичә қоғдаймиз, әмма, шуниму қошуп қойайки, өзимиздин башқа һечкимгә ишәнмәймиз» дегәнләрни қәйт қилған.

«вәтән» гезити:  «бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) исраилийәниң җинайәтлирини дәрһал күнтәртипигә киргүзүши керәк» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтопниң, исраилийәниң исраилийә билән пәләстингә қилған <тоқунушларға хатимә бериш> тоғрисидики чақириқлириниң купайә қилмайдиғанлиқини билдүрүп: «б д т исраилийәниң пуқралар қәтлиамлирини, дөләт террорини вә садир қилған инсанлиқ җинайәтлирини дәрһал күнтәртипигә киргүзүши керәк» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«хабәртүрк» гезити: «исраилийәниң һуҗумлири алдида сүкүт қилип турушни қобул қилғили болмайду» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили фәридун синирлиоғлуниң, б д т хәвпсизлик кеңишиниң исраилийәниң һуҗумлирида алдида сүкүттә турушини <қобул қилғили болмайдиғанлиқи> ни билдүрүп: «пәләстинликләр үчүн хәлқаралиқ қоғдаш механизми орнитилиши керәк» дегән қарашни оттуриға қойғанлиқини йазди.

«йеңи шәпәқ» гезити: «пәләстин үчүн ливийә модели» сәрләвһилик хәвиридә, майур адмирал җиһат йайҗиниң, түркийәниң ливийә билән түзгәндәк пәләстин биләнму деңиз һоқуқи келишими түзүш тәклипини оттуриға қойғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, түркийәниң деңиз арқилиқ пәләстин билән қошна болалайдиғанлиқини билдүргән майур адмирал җиһат йайҗи: «бизниң шималий қибрис түрк җумһурийити билән 2011 – йили имзалиған деңиз тәвәликини айриш келишими буниң бир мисали. бу келишим шималий қибрис түрк җумһурийити б д т әзаси болмаслиқиға қаримай күчкә игә. охшашла, пәләстин  биләнму мушундақ бир келишимни имзалашқа болиду» дегән.

«стар» гезити: «американиң исраилийәгә қилған йардими адимийлик әмәс» сәрләвһилик хәвиридә, исраилийәниң ғәззәдики пәләстинликләргә қарши һуҗумлири давамлишиватқан бир пәйттә, америка демократлар партийәси кеңәш палата әзаси берний сандерсниң, исраилийәни һәр йили тәхминән 4 милйард доллар һәрбий йардәм билән тәминләп келиватқан америка қошма штатлири һөкүмитигә наразилиқ билдүрүп: «американиң йардимини кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш үчүн ишлитиш қанунсиздур. биз чоқум җиддий уруш тохтитиш чақириқи елан қилишимиз керәк» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر