11.05.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1637910
11.05.2021

түркийә авази радийоси: «һөррийәт» гезити: «җумһур рәис әрдоған пәләстин тоғрисида дипломатик учришишларни (өткүзди)» сәрләвһилик хәвиридә, исраилийәниң пәләстиндә садир қилған инсан қелипидин чиққан җинайити дунйаниң асаслиқ қизиқ нуқтилириниң биригә айланған болсиму, һәр қайси дөләтләрниң әйибләш байанатлирини елан қилиштин һалқип бирәр қәдәм ташлийалмиғанлиқини؛ мушундақ муһим бир пәйттә җумһур рәис әрдоғанниң қуддус вә ғәззәдики қәтлиамни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүп, ийорданийә падишаһи иккинчи абдуллаһ билән, арқидинла кувәйт әмири шәйх нәвваф әләһмәд әссабаһ билән телефонлашқанлиқини йазди.

«сабаһ» гезити: «әрдоған хәлқара җәмийәтни сәпәрвәр қилди» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтунниң, җумһур рәис әрдоғанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ни өз ичигә алған хәлқарадики барлиқ органлар вә дөләтләрниң диққәт – нәзирини исраилийәниң дөләт террорлуқиға бурашқа мувәппәқ болғанлиқини әскәрткән һалда оттуриға қойған: «дунйаниң бу зулум тоғрисида <үч маймун> ойунини ойнишини буниңдинму артуқ тамаша қилип туралмаймиз. пәләстинниң қәдәммуқәдәм ишғал қилинишиға йол қоймаймиз» дегән сөзлиригә орун бәрди.

«хабәртүрк» гезити: «бәш партийә исраилийәни ортақ әйиблиди» сәрләвһилик хәвиридә, адаләт вә тәрәққийат партийәси, җумһурийәт хәлқ партийәси, хәлқләрниң демократийәси партийәси, миллийәтчи һәрикәт партийәси вә ийи (йахши) партийәси қатарлиқ партийәләрниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти)дики гуруппилири бирләшмә байанат елан қилип, исраилийәниң мәсҗиди әқсаға қилған һуҗумини әйиблигәнликини вә хәлқара җәмийәтниң вақит зайә қилмастин исраилийәниң хәлқара қанунға хилап қилмишлириға қарши үнүмлүк һәрикәт қоллиниши үчүн пүткүл дунйаға чақириқ елан қилғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«йеңи шәпәқ» гезити: «түркийә исраилийәгә қарши бир қәлбкә айланди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң һәр қайси вилайәтлиридә миңларчә кишиниң түркийә вә пәләстин байрақлирини ләпилдәткән һалда, исраилийә сақчилириниң мәсҗиди әқсада пәләстинликләргә қилған һуҗумлириға қарши аптомобиллиқ намайишларни өткүзүгәнликини вә дуаларни қилиш арқилиқ пәләстинни қоллап – қуввәтлигәнликини йазди.

«стар» гезити: «түркийә үчүн ливийәдә наһайити йахши пурсәтләр бар» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң траблуста турушлуқ баш әлчиси кәнан йилмазниң байанат берип, түркийә – ливийә икки тәрәп мунасивитиниң йахши йөнилиш бойичә илгириләйдиғанлиқини вә ливийәдә түрк сода – санаәтчиләр үчүн наһайити йахши пурсәтләрниң барлиқини билдүрүп: «иқтисадий саһәдә түрк сода – санаәтчилиримиз, експортчилар вә мәбләғ салғучиларға наһайити йахши пурсәтләр бар. уларниң ливийәгә келиши үчүн мән тәклипнамә әвәтимән» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر