10.05.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1637325
10.05.2021

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (2021-йили 9-май) «йавропа күни» мунасивити билән елан қилған телеграммисида, йавропа иттипақиниң йәр шари характерлик күчлүк актийор болушиниң алдидики әң чоң тосалғуниң истратегийәлик сәвр вә ғайә кәмчиллики икәнликини әскәртип: «дөлитимизниң һәссиси вә қоллиши болмастин, иттипақниң мәҗутлуқини күчлүк шәкилдә давамлаштуралмайдиғанлиқи ашкара» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», түркийә муавин ташқи ишлар министири вә йавропа ишлириға мәсул баш әлчи фаруқ қаймақчиниң «9-май йавропа күни» мунасивити билән елан қилған телеграммисида, түркийә билән йавропаниң өтмүшиниң ортақ икәнликини хатириләткән һалда, тәрәпләрниң келәчикиниму бирликтә бина қилиши керәкликини тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, фаруқ қаймақчиниң, «йавропа иттипақиниң түркийә билән техиму күчлүк болидиғанлиқиға вә йәр шари характерлик актийор болалайдиғанлиқиға ишинимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«вәтән гезити», керәксиз суйуқ бор маддилиридин ишләпчиқирилған йәрлик литийниң, түркийәниң әң чоң батарийә ишләпчиқиридиған һәрбий батарийә санаити вә сода ширкитиниң синақлиридин ғәлбилик өткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң твиттерда байанат елан қилип: «түркийәниң йәрлик литийси 100 номур билән имтиһандин өтти. түркийәниң йуқири техникилиқ мәһсулатлири йәрлик литий билән техиму күч тапиду» дегәнлики билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», түркийә һава йоллири ширкити 6-май (2021) дики 504 айропилан сәпири билән йавропадики биринчилик орнини сақлап қалғанлиқини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», түркийәдә мушу йил (2021) ниң алдинқи төт ейида ишләпчиқирилған аптомобил саниниң өткән йил (2020) ниң охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда %28 ешип 415 миң 187 данигә чиққанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر