11.05.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1633580
11.05.2021

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», адаләт вә тәрәққийат партийәси (AK Parti) байанатчиси өмәр чәликниң җәнубий қибрис рум һакимийити рәһбири никос анастасийадисниң түркийәни нишан қилған байанатлири үстидә тохтилип: «түркийә җумһурийитигә вә хәлқимизгә қилған һөрмәтсизликини охшаш һалда өзигә қайтуруп беримиз» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, өмәр чәликниң түнүгүн (2021-йили3-май) елан қилған байанатида, «рум һакимийитиниң йавропа иттипақини ойунчуқи қиливалғанлиқи йавропа иттипақи тәрипидин қобул қилинған бир мәсилә болса, бу уларға хәйрилик болсун» дегәнлики билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарниң 27- апрелдин29-апрелғичә җәнвәдә өткүзүлгән б д т вә бәш дөләтниң ғәйрий рәсмий йиғинида оттуриға қойған «баравәр игилик һоқуқлуқ икки дөләтниң һәмкарлиқиға тайанған һәл қилиш чариси» ға, «тәкәббурлуқ» дәп баһа бәргән қибрис рум һакимийитиниң рәһбири никос анастасийадисниң «әйнәккә қарап тәкәббурниң ким икәнликини көрүшини» чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», аптомобил санаитиниң апрел (2021) ейида 2 милйард 465 милйон 647 миң долларлиқ експорти билән, әң көп експорт қилған саһә болуп қалғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, әң көп експорт қилинған үч дөләт ичидә, 1 милйард 654 милйон долларлиқ експорт билән германийәгә қилинған експортниң биринчи орунда, 1 милйард 182 милйон доллар билән америкаға қилинған експортниң иккинчи орунда вә 1 милйард 33 милйон доллар билән әнглийәгә қилинған експортниң үчинчи орунда туридиғанлиқи билдүрүлди.

«стар гезити», фирансийәлик комидийә артиси дийудон мбала (Dieudonne M'bala) ниң түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға мәктуп әвәтип, сийасий панаһлиқ тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, дийудон мбаланиң мәктупта исиралийәниң пәләстин земинлирини мустәмликә қилғанлиқини әйиблигәндин кейин 20 йил системилиқ һалда төһмәт, қара чаплаш вә чәткә қеқилишқа учриғанлиқини тилға алғанлиқи қәйт қилинди.


خەتكۈچ: #вәтән , #сабаһ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر