27.04.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1629116
27.04.2021

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (2021-йили 26-апрел) кабент йиғинидин кейин елан қилған байанатида, америка пирезиденти җо байдинниң аталмиш 1915-йил вәқәлирини «ирқий қирғинчилиқ» дәп атиғанлиқиға қарши «мувазинәтсиз, адаләтсиз аташ» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң «түрккә, түрк миллитигә ‹ирқий қирғинчилиқ› тамғисини уралмайсиләр» дегәнлики әскәртилди.

«сабаһ гезити», җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтунниң америка пирезиденти җо байдинниң 1915-йил вәқәлирини «ирқий қирғинчилиқ» дәп атиғанлиқиға наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, фаһрәттин алтунниң, «америка пирезиденти җо байдинниң аталмиш ирқий қирғинчилиқ йалғанлирини рәт қилимиз. тәләйсиз вә һәддини билмигән байанат сүпитидә көримиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», ички ишлар министири сүләйман сойлуниң түнүгүн твиттерда учур һәмбәһирләп, 26-апрелда 2 миң 550 хадимниң қатнишиши астида башланған «5-әрән багок» һәрбий һәрикити рамкисида, мардинниң нусайбин корукөй йезисида 50 килогирам пластик партлиғуч вә суний усулда йасалған партлатқучларни қолға чүшүргәнликлирини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», санаәт вә технологийә министири мустафа варанкниң түнүгүн твиттерда елан қилған байанатида, түркийәниң йасаш санаити иқтидаридин пайдилиниш нисбитиниң апрел ейида (2021) бир ай илгирикигә қариғанда %0.6 ешип %76.2 кә йәткәнликини билдүргәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر