08.04.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1617161
08.04.2021

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «украина президенти зеленский түркийәгә келиду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

украина-росийә чеграсида җиддийлик давамлишиватқан бир пәйттә,  украина пирезиденти володимир зеленскй 10-апрелда түркийәгә келидиған болди. йуқири дәриҗилик истратегийилик һәмкарлиқ кеңиши даирисидә елип берилидиған зийарәттә, украина рәһбири җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшиду.

«‹һөрийәт› гезити»,  «хәзинә вә малийә министири әлван G-20 министирлар йиғиниға қатнашти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

хәзинә вә малийә министири лутфи әлван G-20 дөләтлири гуруһи министирлар йиғиниға қатнашқанлиқини билдүрүп, «тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң йәр шари характерлиқ җанлиништики тәсири үстидә тохталдуқ, төвән киримлик ​​дөләтләрни қоллаш тоғрисида конкрет қарарлар мақуллидуқ» деди.

«‹стар› гезити», «германийәниң <фиранкфортер алгемейн зейитуң гезити>, түркийәниң .аптомобили, тесла, <Volkswagen> вә башқа рәқиплиригә доел елан қилиду, дәп йазди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

германийәниң күндилик гезитлиридин <фиранкфортер алгемейн зейитуң гезити> ниң хәвиридә мундақ дейилди: түркийәниң аптомобил тәшәббуси  гурупписи (TOGG)  тәрипидин ешләп чиқирилиш алдида турған токлуқ аптомобил бир қетим ток қачилаш билән 500 киломитирдин артуқ йол йүрүшни вә әқлий иқтидарға игә болушни капаләткә игә қилип, тесла, <Volkswagen> вә башқа барлиқ рәқиплиригә доел елан қилмақта.

«‹вәтән› гезити»,  «министир қараисмаилоғлу елан қилди: майниң биринчи һәптиси ..» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараисмаилоғлу: «5-айниң биринчи һәптиси түрксат 5A суний һәмраһимиз 31 градус шәрқ орбитисиға йетип бериду, түрксат 5B алақә сүний һәмраһимизниму мушу йилниң төтинчи пәсилдә аләм бошлуқиға қойуп беримиз» деди.

«‹сабаһ› гезити»,   «бу йилниң алдинқи үч ейида 18 милйон йолучиға мулазимәт қилинди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийәдә ковид-19 йуқумиға қарши тәдбиләр елинған айродорумларда бу йилниң алдинқи үч ейида 18 милйонға йеқин йолучиға мулазимәт қилинди.  йуқири сүрәтлик өткәлни бойлап җәмий 238 миң 448 айропилан қатниши ишқа ашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر