02.04.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1613469
02.04.2021

түркийә авази радийоси: «стар» гезити: «түркийә буниң күчлүк қәһримани» сәрләвһилик хәвиридә, дунйа сәһийә тәшкилати баш директори тедрос аданом гебрейусниң түркийәни мәдһийәләп, униң 2021 - йилиниң хәлқара сәһийә хизмәтчилири йили болушиниң «күчлүк қәһримани» болғанлиқини оттуриға қойғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, гебрейус сәһийә министири фаһрәттин коҗаму тәклип қилинған йиғинда сөз қилип, түркийәниң йуқумниң бу қийин мәзгилидә сақлиқни сақлаш хадимлириға ваксина әмлигәнликидин хушал болғанлиқини тилға алған.

дунйа сәһийә тәшкилати түркийәниң тәклипигә бинаән 2021 - йилини «сәһийә хизмәтчилири йили» дәп елан қилғаниди.

«һөррийәт» гезити: «икки дөләт оттурисида йеңи дәвр» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисда имзаланған кимлик билән сайаһәт қилиш келишиминиң түнүгүндин башлап күчкә игә болғанлиқини, ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу бу һәқтә байанат берип: «җаниҗан әзәрбәйҗанни пәқәт кимлик биләнла сайаһәт қилиш мумкин болиду, пуқралиримиз вә әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизға хәйрилик болсун» дегәнликини йазди.

«йеңи шәпәқ» гезити: «мартта тарихтики әң йуқири айлиқ експорт миқдари йаритилди» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) сода министири руһсар пәкҗанниң: «мартта експорт 2020 - йилиниң охшаш ейиға селиштурғанда %42.2 ешип, 18 милйард 985 милйон долларға йәтти. тарихтики әң йуқири айлиқ експорт миқдари йаритилди» дегән сөзлирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«хабәртүрк» гезити: «TOGG қа дунйаға даңлиқ лайиһәләш маһири» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә аптомобил гуруһи (TOGG) ниң, волкисваген вә мерсидис - бенизниң сабиқ баш лайиһәлигүчиси мурат гүнакниң лайиһәләш рәһбири сүпитидә өз әтритигә қетилғанлиқини елан қилғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«сабаһ» гезити: «түркийә һава йоллири ширкити — THY  күнигә оттура һесаб билән 755 нөвәтчи айропилан билән йавропадики рәһбәрлик орнини сақлап қалмақта» сәрләвһилик хәвиридә, йавропа авийатсийә йол башлаш бихәтәрлик тәшкилатиниң 31 - марттики авийатсийә қатниши доклатида, түркийә һава йоллири ширкити (THY) ниң күнигә оттура һесаб билән 755 қетим қатнаш арқилиқ йавропадики рәқиблиридин ешип кәткәнликиниң қәйт қилинғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر