01.04.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1612644
01.04.2021

«‹һөрийәт› гезити»,  «әрдоған: <роза һейттин кейин шушани зийарәт қилимән> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түрк кеңишиниң дөләт башлиқлири йиғинида қилған сөзидә, «қарабағда түрк йадикарлиқлирини қоғдаш үчүн барлиқ имканийәтлиримиз билән әзәрбәйҗанниң йенида турушни давамлаштуришимиз интайин муһим. роза һейттин кейин балдуррақ шушани зийарәт қилип, йеңи бир байрам ойнашни үмид қилимиз» деди.

«‹сабаһ› гезити», «түркийә америкиға қаттиқ наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә ташқи ишлар министирлиқи американиң кишилик һоқуқ доклатидики сәтчиликкә қаттиқ наразилиқ билдүрди. байанатта, «демократийәмизгә қәст қилған, йүзлигән пуқралиримизни шеһит қилған, 15-ийулдики сийасий өзгиришкә урунуш җийанитини садир қилған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң бу йилму доклатта <гүлән һәрикити> дәп тилға елиниши, американиң бу терорлуқ тәшкилатиға қарши һәққаний күришимизни техичә чүшиниәлмигәнликини, бу террорлуқ тәшкилатиға алақидар биз оттуриға қойған конкерт дәлил – пакитларни  көрмәскә селиватқанлиқини вә доклатни тәййарлиғанда йәнә шу мәлум кишиләрниң суйиистемал обекти болғанлиқини намайан қилмақта» дейилди.

«‹стар› гезити»  «министир варанк йәрлик ваксина һәққидә байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

санаәт вә техника министири мустафа варанк йеңи йәрлик ваксина тәтқиқати үстидә тохтилип, «әгәр барлиқ басқучлар мувәппәқийәтлик тамамланса, йил ахирида 50 милйон ишләпчиқириш имканийитигә игә ваксина кандидатимиз болиду» деди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «фатиһ бурғилаш парахоти түркали 2- қудуқида 3950 метир чоңқурлуққа йәтти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

 фатиһ бурғилаш парахоти сакарийа тәбиий газ саһәсидики иккинчи чоңқур байқаш қудуқи болған түркали 2 - қудиқида 3950 метир чоңқурлуққа йетип берип, хизмитини мувәппәқийәтлик тамамлиғанлиқи билдүрди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «түркийә авиатсийә ширкитидин йолучиларға һәқсиз мулазимәт» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә авиатсийә ширкити йолучиларниң «PressReader» әпи арқилиқ охшимиған дөләтләрдә елан қилинған һәр хил гезит-журналларни һәқсиз көрәләйдиғанлиқини елан қилди. йолучилар учуштин 24 саәт бурун башланғанчә, сәпәр ахирлашқандин кейинки 24 саәткичә әптики барлиқ материйалларға һәқсиз еришәләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر