18.02.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1586005
18.02.2021

түркийә авази радийоси: «хәбәртүрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң кабет йиғинидин кейин байанат елан қилип, қәдәмму қәдәм нормаллишиш мусаписини башлайдиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «сәһийә министирлиқимизниң шәртлири бойичә вилайәтлиримизни төт гуруппиға айрип, март ейи бешидин тартип қәдәмму қәдәм нормаллишиш мусаписини башлаймиз. буниңға асасән, вилайәтлиримизни төвән, оттура вә әң йуқири хәтәрлик дәп гуруппиға айриймиз. нормаллишишни мушу бойичә иҗра қилимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», әнглий таратқулирида түркийәдә йасалған һәрбий учқучисиз һава аппаратлириниң муназирә қилиниватқанлиқини хәвәр қилди.

әнглийәдә чиқидиған «телеграф гезити» дә, әзәрбәйҗанниң тағлиқ қарабағда қолға кәлтүрүлгән ғәлибилириниң арқисида, түркийәдә йасалған учқучисиз һава аппаратлириниң барлиқи хәвәр қилинди.

«стар гезити», түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң гиретсий тәрипидин телефонлири вә пуллири тартивелинғандин кейин, мәҗбурий һалда қанунсизлиқ билән түркийәгә қоғливетилгән вә тоңлап қелиш хәтири астидики көчмәнләрниң қутқузувелинғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», қатнаш министири адил караисмаилоғлуниң қойуп берилгән «5A- түрксат» сүний һәмраһи тоғрисида байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, адил караисмаилоғлуниң, «сүний һәмраһниң барлиқ әслиһәлиридә һазирғичә һечқандақ мәсилә көрүлмиди. сүний һәмраһ орбетасиға йетип барғандин кейин, орбета синиқи қилиниду вә ийун ейидин башлап хизмәт беришни башлайду» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر