26.01.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1571134
26.01.2021

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», түркийә билән гиретсийә оттурисидики61-қетимлиқ издиниш учришишлириниң түнүгүн (2021-йили 25-йанвар) истанбулдики долмабаһчә сарийида өткүзүлгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калинниң твиттерда учур һәмбәһирләп: «әгәни өз ичигә алған барлиқ мәсилиләрни һәл қилиш мумкиндур» дегәнлики билдүрүлди.

«стар гезити», русийәниң «Sputnik V» ваксинасини түркийәдә ишләпчиқириш үчүн келишим имзаланғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, вискоран (VisCoran) дора санаәт мудирийитиниң башлиқи өзтүрк оранниң: «техника өтүнүп бериш вә сәһийә министирлиқидики рәсмийәтләр ахирлашқандин кейин, ишлитиш рухсити елиниду. арқидинла түркийәдә ишләпчиқириш башлиниду» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқи чәт әлләрдә түркийәни тонитиш үчүн 19 даңлиқ пирограмма рийасәтчисиниң талланғанлиқини хәвәр қилди.

тизимликтә мастерчеф пирограммиси билән тонулған сомәр сивриоғлу, кәмал дәмирасал, туз чечиш һәрикити билән дунйаға тонулған қассап нусрәт гөкчә, фирансийә пайтәхти парижда намини чиқарған айлин йазиҗиоғлу вә телевизийә йемәк-ичмәк пирограммилирида тонулған арда түркмән қатарлиқ кишиләрниң барлиқи билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», ризәдин өткән йили (2020) 30 дөләткә 3 миң 64 тонна чай експорт қилинғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, ризәдин 2020-йили експорт қилинған чай миқдариниң 2019-йилиға селиштурулғанда %8, қиммити җәһәттин болса %5 ашқанлиқи әскәртилди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر