14.08.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1472729
14.08.2020

түркийә авази радийоси: «сабаһ» гезити, «әрдоғанниң <шәрқий ақдеңиз> позитсийәси» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң вилайәт дәриҗилик башлиқлири йиғинидики сөзи җәрйанида шәрқий ақдеңиз (шәрқий оттура деңиз) дәталашлири тоғрисида тохтилип, «паалийәт саһәлиримиз деңиздики салаһийәт саһәлиримиздур, һәммә хатирҗәм болсун. һечкимниң һәққидә нәзиримиз болмиғинидәк, һечкимгиму һәққимизни йегүзмәймиз. ойун көрситишниң койида болмаслиқ керәк» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«стар» гезити, «түркийә рошән сигнал (бәрди): һечкимниң шүбһиси болмисун» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) мудапиә министири хулуси ақар түнүгүн әзәрбәйҗанда байанат берип, «шуни наһайити ениқ оттуриға қойимәнки, өткән йилларда хоҗалида пүткүл дунйаниң көз алдида ирқий қирғинчилиқ қилған, үстүн қарабағни һечқандақ қануний сәвәбкә тайанмастин ишғал қиливалған әрменийәгә қарши пүткүл имканийәтлиримиз билән әзәрбәйҗанниң, әзәрбәйҗанлиқ сәпдашлиримизниң адаққичә йенида туримиз» дегәнликини йазди.

«хабәртүрк» гезити, «министир пәкҗан: ливийә билән болған мунасивәтлиримиз нуқтисидин наһайити муһим бир һөҗҗәтни имзалидуқ (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә билән ливийә оттурисида түркийә ширкәтлириниң ливийәдә әмәлгә ашуруватқан түрләрдә дуч кәлгән мәсилиләрни һәл қилиш вә йерим қалған қурулуш һөддигәрлики түрлирини давамлаштуруш тоғрисида рамка келишиминиң имзаланғанлиқини, сода министири руһсар пәкҗанниң бу һәқтә тохтилип, «түркийә билән ливийә оттурисида иқтисад вә сода мунасивәтлиримиз үчүн наһайити муһим болған бир келишимни имзалидуқ» дегәнликини қәйт қилди.

«вәтән» гезити, «бу робот қизитмини өлчәйду, дизинфексийә дориси пүркүйду, маска бериду» сәрләвһилик хәвиридә, ордудики доктор м.һилми гүләр илим – пән вә сәнәт мәркизидә вәзипә өтәйдиған 6 оқутқучи, вухән вируси (ковид – 19) дин қоғдиниш тәдбирлири даирисидә қизитмини өлчигәндин кейин, дизинфексийә суйуқлуқи пүркүп маска беридиған бир робот (машина адәм) йасап чиққанлиқини йазди. хәвәрдә көрситилишичә, робот алди билән бинаға киридиған кишиниң қизитмисини өлчәйдикән, арқидин дизинфексийә суйуқлуқи пүркүп маска беридикән؛ қизитмиси төвән кишиләргә ишикни аптоматик ечип беридиған робот, қизитмиси йуқири кишигә ишикни ачмаслиқ биләнла қалмай, мунасивәтлик кишигә вәқә һәққидә учур йоллайдикән. «һөррийәт» гезити, «түркийәниң өгзиси қутуп вә чөл килиматини бирликтә баштин кәчүрмәктә» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң деңиз йүзидин әң егиз нуқтиси болғанлиқи үчүн «түркийәниң өгзиси» дәп атиливатқан ағри теғида чөл вә қутуп һавасиниң бирликтә көрүлүватқанлиқини؛ тағниң етикидә һаваниң иссиқ икәнликини, һәр миң метирда һава температурасиниң өзгирип баһар вә күз айлирини әслитиватқанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, түркийәниң әң егиз нуқтиси болған вә температура нөлдин төвән 20 гирадусқичә чүшидиған ағри теғиниң чоққисида болса, авғуст ейида қиш һаваси бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر