йилмаз түркийә-өзбекистан сода омумий соммисиниң 5 милйард долларға йеқиншиватқанлиқини ейтти

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз түркийә билән өзбекистан оттурисидики сода омумий соммиси 3 милйард доллардин артуқ икәнликини әскәртип: «рәһбәрлиримизниң тиришчанлиқи астида 5 милйард долларлиқ нишанға йеқинлишиватимиз» деди.

2134437
йилмаз түркийә-өзбекистан сода омумий соммисиниң 5 милйард долларға йеқиншиватқанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз рәсмий дөләт ишири зийаритидә болуш үчүн йетип барған өзбекистан пайтәхти ташкәнттә, ташқи иқтисадий мунасивәтләр кеңиши билән дунйа түрк сода-санаәтчиләр кеңиши тәрипидин уйуштурулған «сода-санаәтчиләр дунйаси билән учришиш пирограммиси» ға қатнашти.

у бу йәрдә қилған сөзидә, түркийә-өзбекистан мунасивәтлириниң йуқири сәвийәдә, тарихий вә мәдәнийәт риштилириниң болса интайин чоңқур икәнликини әскәртип, икки дөләт оттурисида достлуқтин һалқиған қериндашлиқ мунасивәтлириниң барлиқини қәйт қилди.

у иқтисадий вә сода мунасивәтлиридә өзара мәнпәәт йәткүзүш пиринсипи билән һәрикәт қиливатқанлиқлирини билдүрүп, сөзини мундақ давамлаштурди:

«әмди 3 милйард доллардин ашқан сода омумий соммисиға игә болдуқ. рәһбәрлиримизниң тиришчанлиқи астида 5 милйард доллар нишаниға йеқинлишиватимиз. һәр хил тәдбирләр арқилиқ бекитилгән сода системиси тизимликидики мәһсулатларни көпәйтиштин, таможна рәсмийәтлирини асанлаштуруш, ортақ мәбләғ селиш вә мәбләғ түрлиригичә болған нурғун категорийәләрдә қолға кәлтүридиған илгириләшләр нәтиҗисидә, сода омумий соммисиниң 5 милйард долларға, арқидин униңдин йуқири сәвийәләргә йетидиғанлиқидин гуманлаймән.»

у түркийәниң өзбекистанға бивастә салған мәбләғлириниң 1 йерим милйард долларға йәткәнликини, өзбекистандики тәхминән 1900 түркийә ширкитиниң, өзбекистанниң иқтисадиға, тәрәққийатиға вә ишқа орунлишишқа һәссә қошуватқанлиқини؛ бу ширкәтләрниң тоқумчилиқ, енергийә, пул-муамилә, истрахуанийә, металчилиқ қатарлиқ нурғун саһәләрдә паалийәт қиливатқанлиқини қәйт қилди.

у икки дөләт оттурисидики иқтисадий паалийәтләрниң давамлиқ күчийиватқанлиқини вә сийасий мунасивәтләрниң мукәммәл дейишкә болидиған нуқтида икәнликини тәкитләп мундақ деди:

«сийасәтчиләр вә башқурғучилар болуш сүпитимиз билән бизниң вәзипимиз мувапиқ шараит йаритиш, қалғанлири хусусий игиликниң хизмити. сиз қанчә мувәппәқийәт қазанғансери, өзбекистанға шунчә көп мәбләғ салғучилар келиду. мән даим мәбләғ салғучилар мәбләғ салғучиларни җәлп қилиду дәймән. мувәппәқийәт қазанған мәбләғ салғучилар, мәсилилири һәл қилинған мәбләғ салғучилар башқа мәбләғ салғучиларниму җәлп қилиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر