молдова җумһурийитигә қарашлиқ гагавуз аптоном райониниң йеңи пирезиденти муәййәнләшти

молдова җумһурийитигә қарашлиқ гагавуз аптоном районидики мәркизи сайлам комитети иккинчи қетимлиқ перезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗисини тәстиқлиди.

1987558
молдова җумһурийитигә қарашлиқ гагавуз аптоном райониниң йеңи пирезиденти муәййәнләшти

түркийә авази радийоси хәвири: гагавуз аптоном райониниң мәркизи сайлам комитети 14-май районда өткүзүлгән иккинчи қетимлиқ пирезидентлиқ сайлиминиң ахирқи нәтиҗисини елан қилди.

комитет тәстиқлиған нәтиҗигә асасланғанда, 92 миңдин артуқ сайлиғучиси болған районда аваз ташлаш нисбити %54.7 болған.

сайламда шор партийәсиниң намзати йевгенийа гутсул %52.34 аваз билән ғәлибә қилған.

сабиқ пирезидент игор додон рәһбәрликидики сотсийалистлар партийәси қоллиған мустәқил намзат григорий узун %47.66 авазға еришкән.

һеч бир намзат сайлам нәтиҗисигә наразилиқ билдүрмигән.

сайлам комитети сайлам нәтиҗисини икки күн ичидә әгәшмә сот мәһкимисигә тапшуруши вә мәһкимә нәтиҗини тәстиқлиғандин кейин 10 күн ичидә қарар чиқириши лазим.

сайламда утуп чиққан намзатниң 30 күн ичидә гагавуз аптоном райони парламентида қәсәм берип, пирезидентлиқ вәзиписини башлиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر