шәвкәт мирзайев билән владимир путинниң телефон сөһбити нәтиҗилик болди

өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзайев билән русийә пирезиденти владимир путин телефон сөһбитидә, икки дөләтниң сода вә иқтисадий мунасивәтлириниң тәрәққийатини музакирә қилди.

1973387
шәвкәт мирзайев билән владимир путинниң телефон сөһбити нәтиҗилик болди

түркийә авази радйоси хәвири: өзбекистан пирезидентлиқ мәһкимисиниң байанатида, мирзайев билән путин оттурисидики телефон сөһбитидә, өзара содини йәниму ашуруш вә бирләшмә һәмкарлиқ лайиһәлирини йолға қойушқа қарита муһим мәсилиләрниң тәпсилий музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

сөһбәттә, мирзайев билән путинниң ай ахирида ташкәнттә өткүзүлидиған иннопром хәлқара санаәт йәрмәнкисиниң муһимлиқи һәмдә икки дөләтниң сода саһәси вә районлириниң өзара һәмкарлиқлирини тәрәққий қилдуруши үчүнму үнүмлүк саһә болидиғанлиқи һәққидә пикир бирлики һасил қилғанлиқи тәкитләнди.

рәһбәрләр, икки дөләт оттурисидики мәдәнийәт вә инсанпәрвәрлик алмаштуруш пирограммиси даирисидики үнүмлүк һәмкарлиқтин мәмнун икәнликликлирини тилға елип, йеқин кәлгүсидә өткүзүлидиған икки тәрәплик вә көп тәрәплик паалийәтләрниң календари һәққидә пикир алмаштурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر