түркийә үрүмчидики ечинишлиқ вәқә һәққидә хитайдин изаһат тәләп қилди

түркийә уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә 24-нойабир (2022) йүз бәргән от апитидә қаза қилғанлар һәққидә хитай даирилиридин изаһат беришни тәләп қилди.

1911429
түркийә үрүмчидики ечинишлиқ вәқә һәққидә хитайдин изаһат тәләп қилди
Urumçi.jpg
urumçi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики йазма байанатида, уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә йүз бәргән от апитидә җенидин айрилған вә йариланғанлар барлиқидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр тепилғанлиқи әскәртилип, бу ечинишлиқ вәқә йүзисидин түркийәниң тәзийә тиләклирини йоллайдиғанлиқи вә йариланғанларға балдуррақ  шипалиқ тиләйдиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә: «от апитиниң сәвәби һәққидә аммиға чүшәндрүрүш берилишини күтмәктимиз» дейиилди.

дипломатик мәнбәләр тәминлигән байанатта, «түркийә хитай даирилиридин от апитиниң сәвәби һәққидә изаһат тәләп қилди» дейилди.

24-нойабир (2022) уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә карантина астида икәнлики илгири сүрүлгән бир туралғу бинасида йүз бәргән от апитидә, 10 кишиниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлгән иди.

от апити йүз бәргән туралғуда турушлуқ аһалиләрниң карантина сәвәбидин өйлиридин сиртқа чиқалмиғанлиқи, от өчүрүш әтрәтлириниң төмүр тосуқлар билән қоршалған туралғу бинасиға кирмигәнлики вә отниң вақтида өчүрүләлмигәнлики сәвәбидин қаттиқ наразилиқ қозғилип, намайишқа айланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر