русийә б д т һәйитиниң қиримда кишилик һоқуқ вәзийитини тәкшүрүшигә тосқунлуқ қилди

русийә 2014 - йили қанунсиз һалда қошувалған қиримға б д т вәкилләр өмики райондики кишилик һоқуқ вәзийитини тәкшүрүш  үчүн кирмәкчи болди, лекин русийә  уларниң киришигә йол қоймиди.

1852768
русийә б д т һәйитиниң қиримда кишилик һоқуқ вәзийитини тәкшүрүшигә тосқунлуқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи антонийо гутеррес тәрипидин кишилик һоқуқ кеңишигә сунулған «украинаниң узун мәзгилдин бери ишғалийәт астида туриватқан  қирим аптоном җумһурийити вә севастопол шәһиридә кишилик һоқуқ вәзийити» намлиқ доклатида райондики әң йеңи вәзийәт баһаланди.

қиримда кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң зийанкәшликигә учриғанлар қурбанлар билән бирму-бир сөһбәтлишиш арқилиқ топланған мәлуматладин тәркип тапқан доклатта, зийанкәшликкә учриғучиларниң байанлири охшимиған мәнбәләрдин дәлилләнгәнлики уқтурулди.

доклатта русийә бәлгилигән қанунларниң қиримдики ахбарат әркинлики вә учурға еришиш һөрриийитигә сәләбий тәсир көрситиватқанлиқи тәкитлинип, русийәниң қиримдики охшимиған сийасий көз қарашларни җимиқтуриватқанлиқи билдүрүлди.  

қиримда дин вә етиқад әркинликиниңму бесимға учраватқанлиқи, қиримда йашайдиған йәһова шаһити хиристийанларниң «ашқун гуруп» дәп баһалинип, паалийәтлириниң чәклиниватқанлиқи әскәртилди.

буниңдин башқа йәнә, қиримға қарашлиқ алушта шәһиридә бир имамниң җамидә тәблиғ қилғанлиқи үчүн җәриманә җазасиға һукум қилинғанлиқи уқтурулди.

б д т вәкилләр өмикиниң қиримдики кишилик һоқуқ вәзийитигә қарита әң йеңи өзгиришләрни тәкшүрүш үчүн контролсиз зийарәт қилиш тәлипиниң русийә тәрипидин рәт қилинғанлиқи, шуңа вәкилләр өмикиниң қиримға кирәлмәйватқанлиқи билдүрүлди.

доклатта гутерресниң байанатиға алаһидә орун аҗритилған болуп, гутерресниң «русийә федератсийәсиниң шараити сәвәбидин, кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханиси омумий йиғининиң қарариға асасән, қиримда нәх мәйда күзүтүш хизмәтлирини қилғили болидиған мувапиқ усулни тапалмиди» дегән сөзлири нәқил кәлтүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر