әрменийә әскәрлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилирини оққа тутти

әзәрбәйҗан – әрменийә чегра линийәсигә җайлашқан басаркәчәр вилайитидә турушлуқ әрменийә әскәрлири кәлбәҗәр вилайитидә әзәрбәйҗан әскәрлири турушлуқ һәрбий нуқтиларни оққа тутти.

1851351
әрменийә әскәрлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилирини оққа тутти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, түнүгүн йерим кечидә, әрменийәниң басаркәчәр вилайитиниң зәркәнд һәрбий базилиридики әрменийә әскәрлири, кәлбәҗәр вилайитиниң дәмирчидам районидики әзәрбәйҗан армийәсиниң һәрбий нуқтилирини оққа тутқан.

байанатта тәкитлинишичә, әзәрбәйҗан қисимлири әрменийә тәрәпкә тегишлик җаваб қайтурған вә районни контирол астиға алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر