қасим җөмәрт тоқайев қирғизистанни зийарәт қилди

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев қирғизистанда рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болди.

1833077
қасим җөмәрт тоқайев қирғизистанни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев қирғизистан пайтәхти бешкәктә пирезидент садир җаппаров тәрипидин рәсмий мурасим билән күтүвелинди.

қасим җөмәрт тоқайев билән садир җаппаров пирезидентлиқ мәһкимисидә айрим көрүшкәндин кейин, һәйәтләр ара учришиш өткүзди.

садир җаппаров һәйәтләр ара учришишта: «икки дөләт оттурисида һечқандақ сийасий қариму қаршилиқ йоқ» деди.

у қирғизистан вә қазақистанниң ортақ тиришчанлиқи нәтиҗисидә, икки тәрәп мунасивәтлириниң техиму кеңийидиғанлиқини билдүрди.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев зийаритиниң, икки дөләт дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 30 –йиллиқида әмәлгә ашқанлиқини алаһидә тәкитләп: «бүгүн силәрниң күчлүк һөкүмитиңлар билән, қирғизистанда муһим сийасий, иҗтимаий вә иқтисадий ислаһатлар қилиниватиду. дөләтни күчләндүридиған, хәлқни иттипақлаштуридиған вә қирғизистанниң дунйадики орнини йуқири көтүридиған барлиқ тиришчанлиқиңларни қоллаймиз. қазақистан болуш сүпитимиз билән, бу нишанларниң әмәлгә ешиши үчүн һәр түрлүк йардәмләрни қилишқа тәййармиз» деди.

у садир җаппаровниң қазақистан билән көп тәрәплимилик шериклик мунасивәт орнитишни арзу қилидиғанлиқини вә бу җәһәттә алаһидә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрди.

қасим җөмәрт тоқайев билән садир җаппаровниң һузурида, икки дөләт оттурисида авийатсийә издәш-қутқузуш саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш келишими, маарип, йеза игилики, иқтисад вә тирансипорт саһәлиридә, шундақла йәрлик һөкүмәтләр ара һәмкарлиқ орнитиш келишими имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر