әзәрбәйҗан билән әрменийә зәнгәзур каридориниң ечилиши тоғрисида келишти

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, әрменийә билән төмүр йол вә ташйол йасашни өз ичигә алған зангәзур каридорини ечиш тоғрисида келишим һасил қилғанлиқлирини уқтурди.

1831264
әзәрбәйҗан билән әрменийә зәнгәзур каридориниң ечилиши тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип,  пирезидент илһам әлийевниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға телефон қилип, йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишел вә әрменийә баш министири никол пашинйан билән белгийәниң пайтәхти бирйусселда йәкшәнбә күни өткүзгән учришиши тоғрисида мәлумат бәргәнликини билдүрди.

мишел вә пашинйан билән көрүшүп, әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида тинчлиқ келишими тәййарлиниши, икки дөләт мунасивитиниң нормаллаштурулуши, қатнаш каридориниң ечилиши вә чеграларни бекитиш қатарлиқ мәсилиләр тоғрисида сөзләшкәнликини тилға алған әлийев, йиғинниң үнүмлүк болғанлиқини әскәртти.

әлийев түнүгүн әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики чеграни бәлгиләшкә мәсул дөләт комитети қуруш қарарини имзалиғанлиқини әскәртип, тәрәпләрниң төмүр йол вә ташйол йасашни өз ичигә алған зангәзур каридориниң ечилиши тоғрисида бирликкә кәлгәнликини тәкитлиди.

әрдоғанму өзгиришләрдин вақипландурғанлиқи үчүн әлийевға рәһмәт ейтти вә йиғинда қолға кәлтүрүлгән иҗабий нәтиҗиләрдин сөйүнгәнликини билдүрди.

районда кечикип кәтмәстин тинчлиқ орнитишниң муһимлиқини тәкитлигән әрдоған билән әлийев, түркийә -  әзәрбәйҗан мунасивәтлири тоғрисидиму пикир алмаштурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر