түркийә қисимлири билән әзәрбәйҗан қисимлири бирләшмә маневир өткүзди

дөләт мудапиә министирлиқиниң тор бетидә елан қилинған байанатта, маневирниң сүрәтлиригә алаһидә орун аҗритилди.

1830293
түркийә қисимлири билән әзәрбәйҗан қисимлири бирләшмә маневир өткүзди
turkiye-azerbaycan tatbikat.jpg
turkiye-azerbaycan tatbikat.jpg
turkiye-azerbaycan tatbikat.jpg
turkiye-azerbaycan tatbikat.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қораллиқ қисимлири вә әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлириниң иштирак қилиши билән қарста елип берилған «һәйдәр әлийев 2022 (түркийә-әзәрбәйҗан) әмәлий етиш мәшқи отақлиқи/ бирләшмә баталийон хизмәт әтрити нәқ мәйдан маневири» ниң мувәппәқийәтлик давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

 дөләт мудапиә министирлиқиниң тор бетидә елан қилинған байанатта, маневирниң сүрәтлиригә алаһидә орун аҗритилди.

министирлиқниң байанатида, «маневирниң мәқсити түркийә вә әзәрбәйҗан қораллиқ қисимлири хадимлири оттурисидики достлуқ, һәмкарлиқ вә маслишишни тәрәққий қилдуруш, өз-ара маслишишқа капаләтлик қилиш, билим вә тәҗрибә алмаштуруш, бирликтә һәрикәт қилиш иқтидарини йуқири көтүрүш, етишиш иқтидари вә чәбдәсликини ашуруп, һәртүрлүк һаварайи шараитида мәшиқ сәвийисини йуқири көтүрүш вә уларниң һайат қелиш иқтидарини ашуруштур» дегән сөзләр ишлитилди.

маневир 2022-йили 22-майдин 26- майғичә қарста дамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر