мустафа шәнтоп шуша шәһирини зийарәт қилди

иқтисад һәмкарлиқ тәшкилати парламент мәҗлисиниң 3-омумий йиғиниға қатнишиш үчүн әзәрбәйҗанға йетип барған түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп қарабағниң символлуқ шәһири шушани зийарәт қилди.

1829064
мустафа шәнтоп шуша шәһирини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иқтисад һәмкарлиқ тәшкилати парламент мәҗлисиниң 3-омумий йиғиниға қатнишиш үчүн әзәрбәйҗанға йетип барған түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп қарабағниң символлуқ шәһири шушани зийарәт қилди.

әзәрбәйҗан парламенти тәшкиллигән зийарәттә, әзәрбәйҗан парламентиниң башлиқи саһибә гафарова, пакистан парламентиниң башлиқи раҗа пәрваиз ашараф вә таҗикстан парламентиниң башлиқи мәһмәдтоир зокирзадә биргә болди.

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң шуша алаһидә вәкили айдин кәримов, мустафа шәнтоп вә һәмраһлиқидики һәйәткә шәһәрниң өзгичә алаһидиликигә игә бинакарлиқ услублири, әзәрбәйҗан хәлқиниң миллий мәдәнийәт мираслири һәққидә мәлумат бәрди.

рәһбәрләр вә уларниң һәмраһлиқидики һәйәт әзәрбәйҗанниң мәдәнийәт пайтәхти шушаниң шәһәр мәйданини, қәләни, шаир хуршидбану хатаванниң өйини, шаир молла вагифниң қәбрисини, қидир ойманлиқини вә җамәләрни зийарәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر